Бир хитай әрздар һөкүмәт бинасини партлитип 6 кишини яридар қилди

Хитайниң шәндуң өлкисиниң теңҗя базиридики бир хитай әрздар, дүшәнбә күни әтигәндә, базарлиқ һөкүмәт бинасиға партлитиш һуҗуми елип берип, 6 кишини яриландурған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.09.03

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур әрздарниң исми чү хуачяң болуп, у һуҗумдин кейин өзини өлтүрүвалған. Мәзкур хәвәр нөвәттә хитайниң микроблоглирида кәң тарқалмақта вә хитай тор әзалири хитайниң әрзийәт системисини тәнқид қилмақта.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә баян қилишичә, йү җйәнруң исимлик бир хитай тор әзаси хитайниң әрзийәт системисини сахтипәзлик билән әйиблигән вә бу система бәзи кишиләрни алдаш, қаймуқтуруш ролини ойниса, йәнә бәзи кишиләрни зораванлиқ йоллириға мәҗбурлаватқанлиқини баян қилған.

Дав ваңсәй исимлик бири болса “әрзийәт сетимиси әрздарлар үчүн бир тузақ, мән буниң ислаһ қилинишиға тәрәпдар” дәп язған. Йәнә бир тор әзаси, партлитиш һуҗуми елип барған әрздар чү хуачяңни қәһриман дәп мәдһийиләп униңға һөрмәт билдүргән. Хитай тор бәтлиридә мәзкур вәқә сәвәблик хитайниң әрзийәт сетимиси қаттиқ тәнқидкә учриғандин кейин, шинхуа агентлиқи, бурунқи хәвирини өзгәртип, һуҗумчиниң әрздар икәнликини йошурушқа башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.