Хитай гуантанамодики уйғурларни қайтуруп кетишни йәнә тәкрарлиди

Португалийә өткән һәптә явропа иттипақидики дөләтләрниң гуантанамодики мәһбусларға панаһлиқ бериш арқилиқ америкиниң гуантанамо түрмисини тақишиға ярдәмлишишини оттуриға қойғандин кейин, түнүгүн германийә әгәр америка гуантанамо түрмисини тақиса, вәтинигә қайталмайдиған уйғур мәһбусларни қобул қилишни ойлишидиғанлиқини билдүргән иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.12.23

Бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси чин гаң явропа дөләтлириниң уйғур мәһбуслар мәсилисидики мәйданиға наразилиқ билдүрди. Чин гаң сөзидә гуантанамодики уйғур мәһбуслирини, террор гумандарлири дәп атиди һәм уларниң б д т бихәтәрлик кеңиши тәрипидин террорчилар тизимликигә киргүзүлгән шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң әзалири икәнликини әскәртти.

Чин гаң бу һәқтә мухбирларниң соалиға җаваб берип мундақ дәйду: бизниң бу террор гумандарлири һәққидики изчил тәлипимиз шуки, булар җуңгоға дәрһал қайтурулиши керәк; биз һәр қандақ бир дөләтниң уларни қобул қилишиға қәтий қарши туримиз."

Хитай изчил һалда террорчи дәп әйибләп келиватқан гуантанамодики уйғур мәһбуслирини, ғәрб дунясидики мустәқил көзәткүчиләр, әркинлик җәңчилири дәп атиған; улар америкида ечилған бир қанчә қетимлиқ сотта, уйғур мәһбусларниң гунаһсиз икәнликини, шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң террорчи тәшкилат икәнликигә пакит йоқлуқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.