Хитай, 2009 - йилидин етибарән аз санлиқ милләт юқири дәриҗилик ихтисас игилирини тәрбийилимәкчи
Мухбиримиз үмидвар
2008.12.21
2008.12.21
Хитай һөкүмәт ахбарат васитилириниң тәшвиқ қилишичә, мәзкур 4700 нәпәр аз санлиқ милләт хадими хитай дөләтлик маарип назарити бекиткән бейҗиң университети, чиңхуа университети қатарлиқ пүтүн хитай бойичә 94 алий мәктәптә тәрбийилинидикән.
Һазир бәзи җайларда тизимға алдуруш ишлири башланған болуп, яш чәклимиси бойичә алғанда магистирлиқ үчүн оқуйдиғанлар 40 яш, докторлуқ унвани үчүн оқуйдиғанлар 45 яштин ашмаслиқи керәк. Таллиниш нишанлири, асаслиқи ичкиридики "шизаң синиплири", ичкиридики "шинҗаң синиплири", миллий алий мәктәпләр, аз санлиқ милләт магистир оқуғучилирини тәрбийиләш базилири қатарлиқ орунларда хизмәт қиливатқан оқутқучилар һәм башқурғучи хадимлардин башқа йәнә %10 әтрапида юқириқи саһәләргә мунасивәтлик болған хитайлардин ибарәт икән.
Булардин башқа йәнә алий мәктәпләрдә ишләватқан магистирлиқ унвани үчүн оқуш тарихи бар һәмдә оқуш пүттүрүш алдида турғанларму өзини тизимлатса болидикән. Лекин хәвәрдә, аз санлиқ милләт райониға берилидиған сан нисбити вә милләт тәркибиниң қандақ болидиғанлиқи ейтилмиған болуп, өз исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур зиялийсиниң ейтишичә, гәрчә уйғурлар уйғур аптоном районидики асаслиқ милләт болсиму, бирақ, уйғурларға қоюлидиған юқири хәнзу тили сәвийиси вә чәтәл тили сәвийиси һәм идийиси сәвәбләр түпәйлидин һөкүмәтниң мәзкур сияситидин йәнила көплигән уйғурлар бәһримән болалмайдиғанлиқи, униң әксичә уйғур аптоном райониға тәқсим қилинидиған санниң мутләқ көп қисимини ишләпчиқириш қурулуш армийиси, хәнзулар вә башқа хитай тилида маарип тәрбийиси көргән башқа аз санлиқ милләтләрниң игиләп кетиши мумкинликини оттуриға қойди.









