Астанида хитай пуқралири вә хитай муһаҗирлар сөһбәт йиғини ечилди

Қазақистанда өткүзүлүватқан “шинҗаң мәдәнийәт һәптилики” паалийитиниң бир парчиси сүпитидә, пайтәхт астанида хитай пуқралири вә хитай муһаҗирлири сөһбәт йиғини өткүзүлгән. Йиғин шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики тәрипидин 17-декабир күни өткүзүлгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.12.19

Йиғинда вәкилләр хитай-қазақистан достлуқиниң икки дөләт пуқралириға елип кәлгән утуқ вә нәтиҗилиригә мәдһийиләр оқуған. Хитай йиллардин бери муһаҗир уйғурларни өз қойниға тартиш арқилиқ, өз дөлитидики миллий мәсилиләрни йошурушқа урунуп кәлгән; әмма мутләқ көп сандики муһаҗир уйғурлар хитайниң бу хәйрихаһлиқлириға пәрва қилмиған вә өзини униңдин узақ тутуп кәлгән.

Астанида ечилған бу қетимқи сөһбәт йиғининиң хәвәр вә рәсимлиридин қариғанда, йиғинда қазақ муһаҗирлар асаслиқ салмақни игилигән, булар асасән қазақистан мустәқил болғандин кейин, уйғур елидин чиқип кәткән қазақлар болуп, буларниң нөвәттә муһаҗирәттики шәрқи түркистан миллий һәркиитидә анчә актип әмәслики мәлум . Йиғинда йәнә буниңдин 100 нәччә йил илгири һиҗрәт қилған бирнәччә уйғур вә тунган вәкилму орун алған.

Булардин қариғанда, хитайниң қазақистандики муһаҗирлар хизмитидә, нопус җәһәттә асаслиқ салмақни игиләйдиған вә нөвәттә алмата вә яркәнт әтрапида яшаватқан уйғур муһаҗирларни өз қойниға тартиштин үмидсизләнгәнлики, қазақистандики муһаҗирлар арисидин шерик топлашта нишан вә пиланлирида өзгириш болуватқанлиқи байқалмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.