Бир қисим хитай өктичиләр, назарәт астидики өйгә бөсүп кирип нобел саһиби лю шавбониң аялини йоқлиди
2012.12.31
У бу ишни беҗириштә назарәтчиниң чүшлүк тамаққа чиқип кәткән пурситидин пайдиланған иди. Бу қетим йәни 31-декабир күни, бейҗиңдики өктичиләрдин ху җя вә йүшявйү қатарлиқ кишиләр назарәтчи сақчиларни бөсүп өтүп лю шя билән көрүшкән.
Хитайчә б б с ниң хәвәр қилишичә, өктичиләр лю шяниң ишик алдиға кәлгәндә алди билән назарәтчи сақчилардин лю шя билән көрүшүшни тәләп қилған, тәләп рәт қилинғандин кейин өктичиләр назарәтчини иттириветп өйниң ичигә бөсүп киргән вә лю шя билән 3 минут әтрапида әһваллашқан.
Мәлум болушичә, бу җәрянниң видио көрүнүши бир қисим тор бәрләргә қоюлған болуп, көрүнүштин лю шяниң кәйпиятидики җиддийлики вә пичирлап гәп қилғанлиқи мәлум болған, әмма униң өктичиләргә ениқ немә дегәнлики аңланмиған. Америка бирләшмә агентлиқи мухбири өткән қетим лю шяни зиярәт қилғанда, өзиниң 26 айдин бери нәзәрбәнд қилинғанлиқи, һәптидә бир қетим муһим содилиқлар үчүн сиртқа чиқишқа рухсәт қилинидиғанлиқи вә айда бир қетим сақчиларниң назаритидә түрмигә берип йолдиши лю шавбо билән көрүшиватқанлиқи қатарлиқларни ашкарилиған иди.