Хитай даирилири өзини көйдүрүвелиш вәқәлириниң алдини елиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини чиңитти
Мухбиримиз ирадә
2012.12.27
2012.12.27
Буниңдин срт улар йәнә, мукапатлаш вә җазалаш усулини йолға қоюп, өзини көйдүрүвалмақчи болғанлар, қутратқучилиқ қилғанларни паш қилғанларни, кишиләрни өзини көйдүрмәсликкә үндигәнләрни мукапатлайдиғанлиқини билдүргән. Әмма өзигә от қойғанлар вә уларниң аилә - тавабиатлирини йоқлап барғанларни болса турмуш ярдәм пулини елип ташлаш вә шуниңға охшаш башқа иқтисадий җазалар билән җазалаш билән тәһдит қилған.
Хитай даирилири юқириқидәк алдини елиш тәдбирлирини уйғур елидиму охшаш йолға қоюп кәлмәктә. Әмма көзәткүчиләр, хитай даирилириниң юқириқидәк тәдбирлириниң наразилиқ һәрикәтлирини түгитиш әмәс, әксичә техиму улғайтиветидиғанлиқини, хитайниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан сияситини өзгәртиштин башқа чариси йоқлуқини билдүрмәктә.