“хитай пакистанға қарита шәкилләнгән тәһдитни өзлиригә қаритилған тәһдит дәп қаримақта”
2011.12.05
Хәвәрдә билдүрүшичә, йеқинда нато қисимлириниң һуҗумида 26 пакистан әскири өлгәндин кейин, пакистан билән америка мунасивәтлириниң җиддийлишиши хитайни қаттиқ әндишигә салған. Хитай пакистанға қарита шәкилләнгән тәһдитни өзлиригә қарита шәкилләнгән тәһдит дәп қариған вә буниңға қарита бир қатар һәрбий һазирлиқларни елип барған.
Prisonplanet Намлиқ бир хәвәр торида баян қилинишичә, хитай йеқинда уйғур елиниң пакистан чеграсиға йеқин бир җайиға DF-21C вә DF-11A типлиқ йеқин вә узун мусапилик башқурулидиған бомба орунлаштурған вә бу җайда һәрбий мәшиқ елип барған. Әмма хәвәрдә башқурулидиған бомбиларниң ениқ қайси вақитта орунлаштурулғанлиқи баян қилинмиған.
Хитай билән пакистан 14-ноябирдин 27-ноябирғичә пакистанда шәрқи түркистан күчлиригә қарши маневир өткүзгән иди. Хәвәрдә уйғур елидә өткүзүлгән маневирниң әнә ашу пакистанда өткүзүлгән маневирниң алдин пиланланған бир парчиси икәнлики вә яки буниң пакистан-америка мунасивәтлири җиддийләшкәндин кейин, вәзийәтниң еһтияҗиға асасән қисқа вақит ичидә пиланлап елип берилған маневир икәнлики ениқ әмәс.