Хитай уйғур елидә бөлгүнчиликкә қарши туруш қануни түзүшкә башлиған
Мухбиримиз җүмә
2009.08.01
2009.08.01
Хәвәрдә көрситишичә, әркин имир бақи " аптоном районниң милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси низамнамиси ", "аптоном районниң бөлгүнчиликкә қарши күрәш қилиш бәлгилимиси" қатарлиқ икки тармақ қанун - низамларни түзүш вә ", " аптоном районниң җәмийәт аманлиқини омумлаштуруп түзәш хизмити низамнамиси" вә " аптоном районниң динни башқуруш низамнамиси" қатарлиқ қанун тармиқини оз өзгәртиш хизмитиниң башланғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә хитай " қанунчилиқ" гезитидин нәқил елип көрситишичә, әркин имирбақи йәнә, қанун түзүш хизмитигә назарәтчилик қилишни күчәйтип, һөкүмәт вә әдлийә органлириниң бөлгүнчилик қилмишлириға қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
5 - Июл үрүмчи намайиши партлиғандин кийин, хитай йәрлик һөкүмити уйғур елидә бөлгүнчиликкә қарши туруш мәқсәт қилинған қанун түзүп чиқидиғанлиқини илгири сүргән иди.