“хитай җасуси” дегән җинайәт билән соланған рус алими қоюп берилди
2012.11.25
Русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң йезишичә, 66 яшлиқ физика алими данилов ахири гунаһсиз дәп ақланған.
1990 - Йиллардин кейин хитай билән русийә арисидики сода - иқтисадий алақиләрниң, болупму аләм техникисини өз ичигә алған юқири техника саһәсидики һәмкарлиқларниң қоюқлишиши җәрянида русийә бихәтәрлик саһәси хитайниң русийә назук техникилирини оғрилаш мәсилисигә диққәт қилишқа киришкән иди.
Русийә мәтбуатлириниң бир мәзгил ғулғула қилишичә, бу җәрянда краснаярский санаәт университетиниң профессори данилов хитай тәрәп билән болған һәмкарлиқ җәрянида бир қисим аләм техникисиға мунасивәтлик техникилиқ учурларни хитайға берип,буниң үчүн һәқ алған. Бу әһвал мәлум вақит давамлашқан. Нәтиҗидә, дөләт бихәтәрлик тармақлири даниловни қолға елип, уни җасуслуқ билән әйиблигән.
Данилов баштин ахири бу учурларниң һечқандақ мәхпийәтлик әмәслики, адәттики ашкара мәлуматлар икәнликини көрсәткән һәмдә явропа кишилик һоқуқ сотиға әрзи сунған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң арилишиши вә адвокатларниң ақлиши билән у ахири қоюп берилгән. Бирақ данилов түрмидин чиққандин кейин өзиниң бу мәсилисиниң сиясий мәсилә икәнликини көрсәткән болсиму, әмма путин һөкүмитини ашкарә әйибләштин еһтият қилған.