Тәйвән даирилири хитай паспортинила көтүрүп саяһәткә кәлгән 38 кишини чегридин киргүзмиди
Мухбиримиз вәли
2009.04.22
2009.04.22
Тәйбей учур вастирилиниң хәвиригә қариғанда, 4 - айиниң 18 - күни, хитайниң фуҗән һава қатниши ширкитиниң пәняң айродромидин учидиған йолучилар айропиланиға олтуруп, хитай паспортинила көтүрүп тәйвәнгә саяһәткә кәлгән 38 нәпәр хитай пуқраси, гәрчә 'биз җуңголуқ' дәп давраң селип баққан болсиму, әмма тәйвән көчмәнләр идарисиниң хадимлири бундақ кишиләрни, тәйвәнниң соңсән айродромидики дөләт босуғисидин әмәс, һәтта айропиландинму чиққили қоймай өз дөлитигә қайтурған.
Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, тәйвән даирилири йолучиларни визисиз һалда айропиланға чиқарған хитайниң пәняң һава қатниши ширкитигә бир милйон сәккиз йүз әллик миң юән җәриманә қойған. Гәрчә чоң қуруқлуқтики хитай һөкүмити бу һәқтә тәйвән даирилири билән сөзлишип көргән болсиму, әмма гепини аққузалмиған.