Хитай тәйвәнгә ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән
Мухбиримиз өмәр қатат
2008.12.20
2008.12.20
Америка бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, тәйвән милләтчи партийә рәһбәрлири билән хитай компартийиси рәһбәрлири оттурисида шаңхәйдә елип бериливатқан сөһбәттә, җия чиңлин, әгәр дунядики мәвҗут начар иқтсадий вәзийәт давамлашса, вә тәйвән тәрәп иқтсадий қйинчилиқлирини бир тәрәп қилиш үчүн ярдәм сориса, чоң қуруқлуқ тәйвәнгә һәрқандақ ярдәм беришкә тиришиду, дегән.
Җия чеңлин сөзидә, хитайниң тәйвәнгә қандақ ярдәм беридиғанлиқи һәққидә ениқ бир немә демигән, лекин тәйвәндин хитай содигәрлириниң тәйвәндә мәбләғ селишни асанлаштурушини тәләп қилған.
Сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, бейҗиң рәһбәрлириниң, хитай өзи иқтсадий қийинчилиққа учраватқан бир мәзгилдә тәйвәнгә иқтсадий ярдәм беришкә тәйяр икәнликини җаркарлиши, тәйвәндә хитай билән бирлишишни халайдиғанларниң санини көпәйтишни мәқсәт қилған сиясий бир һәрикәттин ибарәт икән.