Америка хитайни тибәтләрниң өзини көйдүрүш мәсилисигә диққәт қилишқа чақирди

Чаршәнбә күни америка тибәтләрниң өзини көйдүрүвелиш вәқәлиригә қарита йәнә бир қетим пикир баян қилип “хитай һөкүмити пуқраларниң өз әрз - шикайәтлирини әркин ипадә қилишиға йол қоюши керәк” деди. Америка дөләт ишлири министирлиқи баянатида йәнә, хитай һөкүмитини далай лама билән шәртсиз сөһбәткә олтурушқа, мухбирлар, дипломатлар вә башқа көзәткүчиләрниң тибәт райониға беришиға тосқунлуқ қилмаслиққа чақирди.
Мухбиримиз ирадә
2012.12.06


2009 - Йилидин бери тибәтләр өзини көйдүрүш йоли арқилиқ хитай һөкүмитиниң тибәтләр үстидин йүргүзүватқан сияситигә наразилиқ билдүрүп кәлмәктә. Һазирғичә өзигә от қоюп өлгән тибәтләрниң сани 90 дин ашқан. Гәрчә америка башчилиқидики нурғун демократик әлләр вә кишилик һоқуқ органлири хитайни тибәт сияситини өзгәртишкә, уларниң пикир әркинлики вә өз ирадиси бойичә яшаш әркинликигә һөрмәт қилип, өзини көйдүрүш вәқәлириниң алдини елишқа чақирған болсиму, әмма хитай бу мәсилидә гунаһни башқиларға иттирип кәлмәктә.

Америка дөләт ишлири министирлиқи баянатида “хитай әгәр тибәтләрни, уларниң тилини, динини, далай ламани вә шундақла өзини көйдүргүчиләрни көрмәскә селишни давамлаштурса, зиддийәт техиму илгирилигән һалда чоңқурлишиду” дәп агаһландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.