Хитай, бир қанчә нуқтилиқ чәтәл тор бәтлирини қайта тақиди

Илгири бир қисим чәтәл мухбирлириниң, хитай һөкүмитигә бир қисим чәтәл тор бәтлириниң хитайда тақиветилгәнлики үстидин қилған шикайитидин кейин, хитай даирилири хәлқара җәмийәтниң бесими билән олимпик мәзгилидә тақиветилгән тор бәтләргә қаратқан қамал қилишни бикар қилған болсиму, йеқинда бу тор бәтләр билән биллә йәнә бир қисим хоңкоң һәм тәйвән тор бәтлириниму қайта тақап қойған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.12.16

16 - Декабирдики ахбарат елан қилиш йиғинида хитай ташқи ишлар баянатчиси лю җәнчяв, хитай һөкүмитиниң чәтәл тор бәтлирини тақап қоюшта немә муддиаси барлиқи һәққидә чәтәл мухбирлириниң соалиға дуч кәлди.

Лю җәнчяв җавабида мәзкур тор бәтлириниң хитай һөкүмитиниң ғәризи билән тақалғанлиқидин өзини қачурған болсиму, тәйвән мустәқиллиқини қоллайдиған тор бәтлирини өз ичигә алған бир қисим чәтәл тор бәтлириниң хитайниң қануниға хилаплиқ һәрикәтләр билән шуғуллиниватқанлиқини әскәрткән.

Чәтәл ахбаратлирида, хитайниң чәтәл тор бәтлирини тақишиға, хитай һөкүмитиниң сиясий сәзгүрлүкиниң ешиватқанлиқи, бу сиясий сәзгүрлүкниң ешишиға болса 2009 ‏ - йилида хитайда йәниму зор аммиви һәрикәт һәм топилаңлар йүз беришидин әндишә сезиватқанлиқи сәвәб болған дәп мулаһизә қилинмақта .

Бу мулаһизиләрдә көрситилишичә, 2009 ‏ - йили хитай иқтисадий, сиясий вә җәмийәт муқимлиқида зор риқабәтләргә йүзләнмәктә. Чүнки, келәр йили 4 - ийон оқуғучилар һәрикитиниң 20 йиллиқи шундақла тибәтниң аптоном район қилинғанлиқиниң 50 йиллиқи, мушу сәвәбләрдин хитай нөвәттә пүтүн мәмликәт миқясида, тәшвиқат вә ахбарат саһәсини рәткә селиш, болупму сәзгүр районларда җәмийәт муқимлиқини қоғдаш вастилирини күчәйтмәктә.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.