Хитайниң '5 - июл үрүмчи вәқәси'ни бастуруш җәрянида 1500 дин артуқ адәмни қирип ташлиғанлиқи илгири сүрүлмәктә
Мухбиримиз җүмә
2010.01.30
2010.01.30
AFP Photo
Бу һәқтики хәвәрләр "бошүн" хәвәрләр торида 30 - январ ашкариланған. Хәвәрдә көрситилишичә, уйғур елидики хитай қораллиқ сақчи қисим даирилири үрүмчидә уйғурларниң намайиш қилиш хәвирини 3 күн бурун тапшуруп алғандин кейин, намайиш өткүзүлмәкчи болған йол еғизлирида бастуруш тәйярлиқи көргән.
Һалбуки, намайиши һөкүмәт даирилири пәрәз қилған линийидә елип берилмиған болғачқа, хитай даирилири дәсләптә амалсиз қилған.
Хитай қораллиқ сақчи қисимлири намайиш йүз бәргән орун тоғрисида ахбарат тапшуруп алған болсиму, әмма бастуруш буйруқи вақтида чүшмигәчкә, вәқә йүз бәргән районға икки саәт кечикип йетип барған.
Хәвәрдә бу һәқтики учурларниң мунасивәтлик орунлардин елинғанлиқи тәкитлинип мундақ көрситилгән, "толуқ қораллинип буйруқ күтүп турған қораллиқ сақчи қисим, вәқә йүз бәргән районни дәрһал муһасирә ичигә алған, коча еғизлири, әтраптики биналарни толуқ қамал қилған вә вәқә йүз бәргән мәйдандики барлиқ уйғурларни нәқ мәйданда қирип түгәткән."
Хәвәрдә оттуриға қоюлушичә йәнә, миңлиған қораллиқ сақчи қисим әскәрлири қисқа муддәт ичидә намайишчи уйғурларни қирип түгәткәндин кейин, дәрһал һәрбий йүк аптомобилларни чиқирип җәсәтләрни йөткәп кәткән вә нәқ мәйданни ююп тазиливәткән.
Хәвәрдә бошүн мухбириға бу һәқтә учур йәткүзгүчи, вәқәдә өлтүрүлгән хитайлар саниниң һөкүмәт даирилири оттуриға қойған сандин көп пәрқләнмәйдиғанлиқи, әмма шу күни етип өлтүрүлгән уйғур оғул - қизлири саниниң 1500 дин ашидиғанлиқини билдүргән.
Хитай даирилири 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндә уйғур намайишчиларниң 194 хитай пуқрасини өлтүргәнлики вә миңдин артуқ адәмниң һәр хил дәриҗидә яриланғанлиқини илгири сүргән иди.
Гәрчә хитай даирилири бу күни пәқәт хитай пуқралириниңла зиянға учриғанлиқи вә вәқәгә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири сәвәбчи икәнликини оттуриға қоюп кәлмәктә.
Һалбуки, намайиш гуваһчилири хитай әскәрлириниң намайишчиларға оқ чиқарғанлиқи вә йәнә нурғун адәмни қара - қоюқ тутуп кәткәнликни билдүргән болса, дуня уйғур қурултийи 5 - июл вә униңдин кейин қолға елинған уйғурлар саниниң 10 миңдин ашидиғанлиқини илгири сүргән.