Сичүәндики йәр тәврәштә пәрзәнтлири өлгән ата - аниларниң әрзи рәт қилинди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.12.23
2008.12.23
Әрз фушин базарлиқ һөкүмити, фушин иккинчи башланғуч мәктипиниң мудири, мйәнҗу шәһәрлик маарип вә қурулуш идариси үстидин болуп, бу орун вә шәхисләрниң апәткә учриғанлар аилә - тавабиатидин ашкара әпу сориши вә төләм төләп бериши тәләп қилинған иди.
Бүгүн бирләшмә ахбарат агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, деяң оттура сот мәһкимиси, әриздарларниң әрзигә қарап чиқишни рәт қилған. Хәвәрдә билдүрүлишичә, сот хадимлиридин бири әриздарларға, мәркизи һөкүмәтниң бу хил делоларни қобул қилмаслиқ һәққидә ички һөҗҗити барлиқини билдүргән.
Бу йил 5 - айда 70 миңдин артуқ кишиниң өлүмигә сәвәб болған сичүәндики йәр тәврәш вәқәсидә әң чоң зиянкәшликкә учриғучилар мәктәп оқуғучилири болған. Чүнки апәт мәзгилидә апәт районидики һөкүмәт биналири сақ қелип мәктәп биналири асасән дегидәк өрүлүп түгигән. Әйни вақитта һөкүмәт мәктәпниң қурулуш материяллирида сүпәт өлчими йетәрсизлики болғанлиқини тән алған вә вәқәдә мәсулийити барларни җазалайдиғанлиқини билдүргән болсиму, бүгүнки қәдәр бу һәқтә һечқандақ қәдәм бесилмиған. Бу сәвәбтин апәт районидики ата - анилардин 60 киши мәзкур әрзни сунған.
Әрздарларниң бирләшмә агентлиқиға билдүрүшичә, йәрлик әмәлдарлар бәзидә тәһдит, бәзидә пул арқилиқ алдаш йоли билән әриздарларни әрзидин ваз кечишкә қистимақта. Әмма саң пәмилилик бир әриздар өзлириниң дәвадин ваз кәчмәйдиғанлиқини вә юқири сотқа әриз сунидиғанлиқини билдүргән.









