Хитайда ишләпчиқирилған йәниму көп йемәкләрдә минамин байқалмақта

Бирләшмә агентлиқиниң хоңкоңдин сәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, хоңкоң даирилири, хоңкоң базирида хитайда ишләнгән печинә һәмдә янгаң вә кокунат тортлиридиму зәһәрлик хемийилик мадда минамин байқиған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.30

Хоңкоң йемәк бихәтәрлик мәркизи сәйшәнбә күни минамин байқалған бу печинә - пирәникләрниң тиәнлеюән йемәк ширкитиниң мәһсулатлири икәнликини елан қилди. Буниң алдида хитайда ишләнгән бир қисим кәмпүт һәмдә шакилат қатарлиқ сүтлүк йемәкликләрдиму охшашла минамин маддиси байқалған иди.

Бүгүн йәнә тәйвән, хоңкоң һәмдә макав базарлирида липтон сүтлүк чейи чәкләнгән болуп, бу мәһсулатму хитайдин импорт қилинған сүттин ишләнгән икән.

Нөвәттә хитай даирилири дәсләптә минамин байқалған сәнлу маркилиқ бовақлар сүт парашокиниң хитай базиридин %100 йиғивелинған һәм печәтләнгәнликини билдүргән болсиму әмма башқа сүт қошулған йемәклиридә тохтимай мәсилиләр байқалмақта.

Нөвәттә пүтүн дуняда хитайниң сүтлүк йемәклирила әмәс барлиқ мәһсулатлириға қарита һәзәр әйләш долқуни қайта көтүрүлди. Минамин қошулған зәһәрлик бовақлар сүт парашоки вәқәси паш болуп, һазирға қәдәр хитайда зәһәрлинип кесәл болған балилар сани 54 миңдин ашиду.

Сәһийә мутәхәссислириниң чүшәндүрүшичә минамин пластик ишләйдиған бир хил химийилик мадда болуп аз миқдардики минамин инсан һаятиға тәһдит елип келәлмисиму әмма, узақ муддәт истимал қилинса бөрәктә таш пәйда қилиш, бөрәкни аҗизлаштуруш қатарлиқ кесәлликләрни кәлтүрүп чиқириду, болупму балиларға хәтири техиму күчлүк болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.