Хитайниң җяңши өлкисидә һөкүмәт бинаси партлап 2 адәм өлди
2011.05.26
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә дейилишичә, 3 қетимлиқ партлаш фуҗу шәһәрлик тәптиш идариси, фуҗу шәһири лиңчүән районлуқ һөкүмәт бинаси, районлуқ әрзийәт идариси бинаси қатарлиқ һөкүмәт биналирида 10 минуттин 15 минутқичә болған арилиқта арқа-арқидин йүз бәргән.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә йәнә, бу қетимқи партлашта 2 адәм өлгәндин башқа, йәнә 6 адәм яриланғанлиқи, аз дегәндә 10 данә аптомобил зәхимгә учриғанлиқи хәвәр қилинған.
Мәлум болушичә, вәқәдә ишлитилгини қолда ясалған бензин арқилиқ партлайдиған бомба икән.
Вәқә садир қилғучи 52 яшлиқ чйән миңчи исимлик әр киши болуп, партлаш җәрянида нәқ мәйданда өлгән.
Җәнубий хитай һәптилик гезитидә баян қилинишичә, чйән миңчи өйи мәҗбурий чеқиветилгәнлики үчүн, һөкүмәт органлири үстидин 10 йилдин буян әрз қилип келиватқан икән.
У әрз қилиш җәрянида хизмитидин айрилип қалған. Чйән миңчи 2 күн илгири тор бекитидә, өзиниң һөкүмәт даирилириниң чирикликигә болған наразилиқини ипадиләп, бир нәччә күн ичидә бир қетимлиқ партлаш вәқәси пәйда қилиши мумкинликидин бешарәт бәргән икән.