Ху җинтав, 'тәйвән демократийини илгири сүрүш партийиси' ни мустәқиллиқтин ваз кечишкә үндиди

Хитай дөләт рәиси ху җинтав чаршәнбә күни йеңи йил нутиқи елан қилип, тәйвән өктичи гуруһи - демократийә илгири сүрүш партийисини тәйвән мустәқиллиқидин ваз кечишкә, әгәр тәйвән бир "җуңго принсипи"ни қобул қилса тәйвәнниң хәлқара җәмийәткә әза болуш арзусини ойлишип көрүшкә болидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз әркин
2008.12.31

Бу ху җинтавниң һакимийәт сориғандин бери тунҗи қетим тәйвән демократийә илгири сүрүш партийисигә хитап қилиши болуп һесаблиниду. У мундақ дәйду": бир җуңго принсипи икки қирғақ тәрипидин охшашла қобул қилинса.... Биз һәр қандақ мәсилә үстидә музакирә елип баримиз."

Ху җинтав йәнә, әгәр тәйвән демократийә илгири сүрүш партийиси " бөлгүнчилик һәрикити" дин ваз кечип "позитсийисини өзгәртсә", буниңға иҗабий җаваб қайтуридиғанлиқини билдүргән.

Тәйвән мәсилиси илгири асиядики әң хәтәрлик қизиқ нуқтиларниң бири болуп қалған иди. Лекин тәйвәндә гоминдаң партийиси һакимийәт башқурғандин кейин икки қирғақ мунасивитидә юмшаш вәзийити барлиққа кәлгән.

Бейҗиң һөкүмити гоминдаң рәһбири ма йиңҗюниң 5 ‏ - айда тәхтни өткүзүвалғанлиқини қарши елип тәйвәнгә 2 мүшүк ейиқи соға қилған. Лекин компартийә чен шүйбйән һакимийәт сориған йилларда тәйвән демократийә илгири сүрүш партийиси билән мунасивәт қилишни рәт қилған иди.
 
Тәйвән демократийә илгири сүрүш партийиси шу күни ху җинтавниң чақириқини рәт қилди. Тәйвән дөләт мәҗлисиниң демократийә илгири сүрүш партийисидин болған юқири дәриҗилик әзаси сәй хуаңлаң ройтерс агентлиқиға бәргән баянатида " җуңго коммунистлири демократийә илгири сүрүш партийисиниң роһини бойсундурмақчи, биз тәйвән мустәқиллиқидин ваз кәчсәк болмайду. Тәйвәнниң мустәқиллиқи вә игилик һоқуқи партийимизниң негизлик қиммитидур " дегән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.