Уйғур, тибәт һәм хитай демократлири ху җинтавниң зиярити мәзгилидә ақсарай алдида намайиш қилди
2011.01.19
Хитай рәиси ху җинтав мушу айниң 18-күнидин 21-күнигичә америкида рәсмий зиярәттә болуш үчүн, түнүгүн кәч вашингтон шәһиригә йетип кәлгән иди. Түнүгүн кәч ху җинтав ақсарайда америка президенти обаманиң униң үчүн өткүзгән кәчлик зияпитигә қатнишиш үчүн кәлгинидә, ақсарай сиртиға топланған тибәт һәм хитай демократлири ху җинтавға қарши наразилиқ намайишини башлиған иди.
Бүгүн ақсарай сиртида өткүзүлгән наразилиқ намайишиға америкидики уйғур, тибәт, хитай демократлири һәм бир қисим моңғуллар қатнашти. Намайишчилар қоллириға шәрқий түркистан һәм тибәт байрақлирини шундақла ху җинтавға қарши шоарлар йезилған тахтиларни көтүрүвалған болуп, улар намайиш җәрянида, ху җинтав ялғанчи! ху җинтав қатил! уйғурларға әркинлик! тибәтләргә әркинлик! дегәндәк шоарларни товлиған.