Хитай сақчилири меһманханиға кирип 3 нәпәр япон мухбирини урди
Мухбиримиз вәли
2009.09.19
2009.09.19
Бу, хитайда хоңкоң мухбирлири 'үрүмчидә уйғурларни қутратти' дәп урулғандин кейин йүз бәргән йәнә бир қетимлиқ мухбирларни һақарәтләш вәқәси болуп һесаблиниду.
Б б с ниң баян қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлики учур вастилириға 9 - айниң 6 - күнидики парат тәйярлиқини рәсимгә алмаслиқни уқтурған болсиму, әмма униңдин кейин буниңға охшаш уқтуруш чиқармиған иди. Һазир бейҗиңда қоллиниливатқан бихәтәрлик тәдбирлири, кишиләрдә техиму бәк җиддийлик туйғуси пәйда қиливатиду.
Бейҗиңниң чаңән кочисида һазир танка, башқурулидиған бомба орунлаштурулған һәрбий аптомобилларму йүрүверидиған болуп қалди. Һәрбийләр мәшқ қилидиған кочида қатнаш тохтутилипла қалмай, шу кочиға йеқин җайдики мәктәпләр, дуканларму тақиветилди.