Японийә 1965 - йили американи хитайға қарши ядро қорали ишлитишкә дәвәт қилған
Мухбиримиз үмидвар
2008.12.21
2008.12.21
Бу, хитайниң лопнор районида тунҗи қетим ядро синиқи елип берип, бир йил өткән вақит болуп, әйни вақитта хитайму атом қоралиға игә дөләткә айланған иди. Униң үстигә йәнә ветнамниң вәзийитиму җиддилишиватқан чағ болуп, ғәрб дуняси билән сотсиялизм арисидики зиддийәтләр өткүрләшкән, совет иттипақи билән хитай арисидиму зиддийәтләр күчәйгән, японийә бу әһвалларни өзигә нисбәтән хәтәрлик һес қилған иди.
Японийә вәзири америка мудапиә министири макмалаға японийиниңму ядро қоралини раваҗландуруш мумкинчилики болсиму, лекин атом бомбиси ясаш пилани йоқлиқини,әмма японийиниң америкиниң ядро қоралини японийигә елип киришини тәләп қилидиғанлиқини билдүргән. У йәнә уруш партлап қалса, ядро қорали бар парахотлардин алди билән деңиздин һәрикәткә өтүшини тәкитлигән.
Мәзкур япон баш вәзири йәнә ақ сарайда өткүзүлгән дөләт башлиқлири йиғинида америкиниң японийини қоғдаш вәдисидә турушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.









