Японийә сот мәһкимиси хитай парахот башлиқини йәнә 10 күн тутуп турушни қарар қилди

Японийә сот мәһкимиси сенкако арилидики японийә деңиз тәвәсигә кирип, японийә деңиз қоғдиғучилири тәрипидин тутқун қилинған хитай парахот башлиқини йәнә 10 күн тутуп турушни қарар қилған.
Мухбиримиз үмидвар
2010.09.19

Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә хитай тәрәпниң қаттиқ наразилиқиға қаримай, японийиниң хитай парахот башлиқи давамлиқ тутуп турушни қарар қилғанлиқи ейтилған.

Б б с агентлиқиниң йезишичә, 7 - сентәбир күни японийә чарлиғучи парахоти билән тоқунушуп, японийә тәрәптин қолға елинған хитай белиқчи парахотиниң башлиқини 29 - сентәбиргичә йәнә давамлиқ тутуп туруш бекитилгән болуп, 18 - сентәбир күни хитайниң бир қисим шәһәрлиридә японийигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлгән һәтта японийә консулханилири өз пуқралириниң хитай тәвәсидә еһтиятчан болушини агаһландурған иди.

Әмма, японийиниң хитайниң бесими вә наразилиқ намайишлириға қаримай, японийә деңиз тәвәсигә киргән хитай пуқрасини қоюветиш әмәс, бәлки уни давамлиқ тутуп турушни қарар қилишиға нисбәтән хитай ташқи ишлар баянатчиси инкас қайтуруп, японийиниң бу һәрикитини"хаталиқниң үстигә хаталиқ қошуш" дәп әйиблиди һәмдә һәммә ақивәткә японийиниң мәсул болидиғанлиқини агаһландурди.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.