Японийә сайлимидин кийин америка вә асия әллири японийә мунасивәтлиридики үмидини билдүрүшти
Бирләшмә агентлиқида хәвәр қилинишичә, 31 - авғуст дүшәнбә күни, җәнуби корийә президентни ли мюң кәлгүси японийә баш вәзири юкио һатоямаға тәбрикнамә йоллап, өзиниң японийә мунасивәтлиридики үмидини ипадилигән.
Америка ақсарайму, һоқуқ бешиға чиқиш алдида турған йеңи японийә һөкүмити билән икки дөләт мунасивәтлирини техиму илгири сүрүш арзусини билдүргән.
Бу нөвәтлик сайламда утуп чиққан японийә демократлар партийиси, һоқуқ тапшурувалғандин кийин японийә - асия әллири вә японийә - америка мунасивәтлиригә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини илгири сүргән иди.
Ғәрб ахбаратлирида мәзкур сайлам дәвр бөлгүч характеригә игә дәп көрситилмәктә. Мәлум болушичә, икки һәптидин кийин чақирилидиған парламент йиғидин кийин, юкио һатояманиң баш вәзирлик вәзиписи муқимлаштурулуши мумкин икән.
Сайлам нәтиҗиси елан қилинғандин кийин, әркин демократлар партийисидин болған нөвәттики японийә баш вәзири таро асо өз партийисиниң мәғлубийитини қобул қилип вәзиписидин истепа беридиғанлиқини җакарлиған.