Хитай даирилири “явро-асия йәрмәнкиси” гә һуҗум қилиш вәқәсини тосуп қалғанлиқини билдүрди

Хитайниң һөкүмәт ахбарат васитилири чаршәнбә күни хитай әмәлдарлириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, хитай аманлиқ органлири уйғур қаршилиқ көрситиш күчлириниң бир һуҗум қилиш вәқәсини тосуп қалғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2011.08.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, үрүмчи шәһәрлик партком секретари җу хәйлун “бөлгүнчиләр, диний әсәбийләр вә террорчилар йәрмәнкигә бузғунчилиқ қилмақчи болған иди” дегән. Лекин у кимниң, қачан, қәйәрдә, қандақ вә немә үчүн бузғунчилиқ қилмақчи болғанлиқини ениқ чүшәндүрмигән.

Җу хәйлун йәрмәнкигә қаритилған һуҗум тосуп қелинғанлиқини елан қилған бу пәйт дәл пакистан президентиниң йәркәнкигә қатнишиш үчүн келип, үрүмчини зиярәт қиливатқан вақти иди.

Хәвәрдә сақчиларниң үрүмчи айродромида пичақ елип айропиланға чиқмақчи болған бир кишини “айропилан учқанда һуҗум қилишни пиланлиған” дегән сәвәб билән қолға алғанлиқини билдүргән.

Йеқинда йәнә, бирдин артуқ кишиниң пичақ елип дивопо айродромидин айропиланға чиқмақчи болғанда қолға елинғанлиқиға даир хәвәрләр тарқалған. Бирақ даириләр бу кишиләрниң кимлики вә мәқсәт-муддиаси һәққидә һечқандақ учур бәрмигән иди.

Җу хәйлун “буниңға охшаш һуҗум қилиш вәқәлиридин бир қанчиси сақчилар тәрипидин тосуп қелинди” дәп әскәртип, “һелиму яхши сақчилар вақтида қол селип, зораванлиқни бөшүкидә тосуп қалди” дәп тәкитлигән.

Лекин йәнә бәзи көзәткүчиләр хитайниң террорлуқ һуҗуми тосуп қелинғанлиқи һәққидики мәлумати гуманлиқ икәнликини әскәртип, уларниң буниңға мунасивәтлик адәм исми вә һечқандақ маддий пакит елан қилип бақмиғанлиқини, уларниң бу хил сирлиқ вәқәләрни баһанә қилип, даим көзигә патқан уйғурларни бастуридиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.