Яврупа парламенти хитайни лю шавбони қоюп беришкә чақирди
Мухбиримиз ирадә
2010.01.21
2010.01.21
Лю шавбо өткән декабирда хитай һөкүмити тәрипидин "питнә - иғва тарқитип, төһмәт қилиш арқилиқ дөләтниң сиясий һоқуқини тартивелишқа, сотсиялистик түзүмни ағдуруп ташлашқа урунуш" қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип, 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
Өктичи язғучи лю шявбо кишилик һоқуқ вә демократийә тәләп қилип, хитай мәркизи һөкүмитигә йолланған "2008 низамнамиси"ни тәйярлиғучи вә буниңға қол қойғучиларниң бири.
Хитай һөкүмитиниң барлиқ инсан һәқлири тәшкилатлири вә шундақла америка дөләт мәҗлисиниң уни қоюветиш чақириқлириға қаримай, лю шавбоға 11 йиллиқ түрмә җазаси бериши қаттиқ наразилиқ яратқан иди.