Бу йил уйғур елиниң йәсли маарипиға 160 милйон сом аҗритилған
2013.01.25
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу селинма нуқтилиқ йезилардики йәсли маарип қурулуши, шәхсләр қурған йәслиләрни қоллаш, йәсли оқутқучилирини тәрбийиләш қатарлиқ мәхсус түрләргә аҗритилған. Аптоном районлуқ маарип назарити бу йиллиқ йәсли маарипини омумлаштуруш асаси нуқтиси йезиларға қаритилидиғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити 2003-йилдин кейин уйғур оттура-башланғуч маарипини хитайчилаштурушни күчәйтипла қалмай, қош тил оқутушни йәсли маарипиғичә кеңәйтип, уйғур зиялийлириниң тәнқидигә учриған.
Уйғур тор бәтлиридики йеқинқи бәс-муназириләрдин мәлум болушичә, уйғур йәсли, оттура-башланғуч маарипида йолға қоюлған қош тиллиқ сиясәт уйғур яш-өсмүрлириниң ана тил сәвийиси вә уйғурчә тәпәккуриға еғир бузғунчилиқ қилип, улардики ятлишишни еғирлаштурған.
Бу хил әһвалдин җиддий әндишә қиливатқан бәзи зиялийлар, “қош тил маарипи” ата-анилар билән пәрзәнтләр оттурисида тәпәккур вә психологийилик бошлуқ пәйда қиливатқанлиқини агаһландурған.
Бирақ шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һөкүмәт бу йил йәр аҗритип бериш, баҗ кәчүрүм қилиш, оқутқучи сәпләп бериш қатарлиқ һәр хил етибар бериш сиясәтлирини йолға қоюп, шәхсләрниң йәсли ечишиға, “йәсли маарипиниң системилишиш вә омумлишишиға ярдәм қилидиғанлиқи” ни билдүргән.