Җаң чүншйән хитай қораллиқ сақчи қисминиң өткән бир йиллиқ төһписигә мәдһийә оқуди

Уйғур районлуқ партикомниң секритари җаң чүншйән, 8 - янивар күни ечилған хитай қораллиқ сақчи қисим шинҗаң баш әтритиниң партком йиғинида сөз қилип, мәзкур қисимниң өткән бир йиллиқ төһпилиригә мәдһийә оқуған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.01.09

Җаң чүншйән сөзидә қисимдики офитсир - җәңчиләрниң өткән бир йилда җапа - мушәққәткә бәрдашлиқ бәргәнлики вә қурбан бериштин қорқмиғанлиқини алаһидә тәкитләп өткән. Муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилириниң билдүрүшичә, өткән бир йилда уйғур елидики хитай сақчи қисимлири үчүн җапа - мушәққәтлик бир йил болди. Өткән бир йилда, хәлқарада зор инкас пәйда қилған қәшқәр йеңибазар вәқәси вә хотән навағ вәқәси йүз бәрди. Вәқәдә уйғур пидаийлар, сақчи вә пуқралар болуп 50 дин артуқ рәқибигә еғир зәрбә бәрди. Пидаийлар йәнә навағ сақчиханисиға ай юлтузлуқ көк байрақни қадаш арқилиқ, уйғурларниң миллий мустәқиллиқ ирадисини дуняға җакарлиди. Җаң чүншйән сөзидә юқириқи вәқәләрни тилға алмиған. Әмма сақчи қисимлирини тәсадипий вәқәләргә тәйяр турушқа агаһландурған вә террорлуққа қарши туруп муқимлиқни сақлаш шуарини йәнә бир қетим тәкитлигән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.