3 яшлиқ уйғур балисиниң базар башқурғучиларға қаршилиқи һәққидики синалғу хитайда чәкләнди

Мухбиримиз меһрибан
2016.04.18
uch-3-yashliq-bala-bazar-bashqurush-1.jpg Хитай базар башқуруш хадимлириға қаршилиқ көрсәткән 3 яшлиқ уйғур балиси
Captured from video on Facebook.com

Өткән һәптә иҗтимаий алақә торлирида тарқалған өз аилисиниң яймисини қоғдаш үчүн, қолиға таяқ көтүрүп, хитай базар башқурғучилириға ғәзәп билән қаршилиқ көрсәткән 3 яшлиқ уйғур балиси һәққидики синалғу филими тордашлар арисида муназирә қозғиған. Филим һәққидики хәвәр анализлар йәнә америка, түркийә, русийә, японийә қатарлиқ дөләтләрдики таратқулардиму берилгән иди. Мәлум болушичә өткән җүмә күнидин башлап бу синалғу филими вә бу һәқтики хәвәр-анализлар хитай даириләр тәрипидин чәкләнгән. Мухбиримиз меһрибандин бу һәқтики хәвәр-анализлар вә вәзийәт анализчилириниң қарашлирини аңлайсиләр.

18-Апрел йәни дүшәнбә күни аммиви таратқуларда, хитай һөкүмәт даирилириниң, 3 яшлиқ уйғур гөдәкниң, хитай базар башқуруш хадимлириға таяқ көтүрүп, қаршилиқ қилған синалғу филиминиң тарқилишини чәклигәнлики вә бу филимниң чәклинишидики сәвәбләр һәққидики хәвәр вә анализлар кәң йәр алди.

Чәтәлләрдики хитай демократлириниң “хитайда өзгириш” намлиқ тор бекитидә елан қилинған “3 яшлиқ балиниң қаршилиқи хитайни вәйран қиламду?компартийә бу һәқтики хәвәрләрни қамал қилди” сәрләвһилик мақалидә, хитай һөкүмити вә униң иҗрачилириниң хәлққә қилған зулумини һәтта гөдәк балиларниңму һес қиливатқанлиқи оттуриға қоюлуп, “бирнәччә күндин буян, иҗтимаий таратқуларда 3 яшлиқ гөдәкниң полат туруба көтүрүп, базар башқуруш хадимлириға қаршилиқ көрсәткәнлики һәққидики синалғу кәң тарқилип, күчлүк муназирә қозғиди.Хитай коммунист партийисиниң тәшвиқат министирлиқи, мәзкур филим вә мунасивәтлик хәвәрләрни қамал қилиш буйруқи чүшүрди. Буниңдин компартийиниң хәлқниң қаршилиқ кәйпиятидин нәқәдәр қорқидиғанлиқи аян болди. Бәзи тордашлар 3 яшлиқ бала компартийиниң вәйран болушиниң бешарити' дейишмәктә” дегән баянлар берилди.

Мәзкур синалғу көрүнүши 14-апрел йәни өткән һәптиниң пәйшәнбә күни намәлум кишиләр тәрипидин иҗтимаий алақә торлириға йолланғандин кейин, филимдики 3 яшлиқ гөдәк, униң йенидики аниси вә сиңлисиниң хитай пуқралиридин пәрқлиқ болған чирайи, кийиниши вә анисиниң сап уйғурчә ейтқан сөзлиридин бу аилә кишилириниң хитай ичкири өлкилиридә яймичилиққа тайинип тирикчилик қиливатқан уйғур аилиси икәнлики ашкарилинип, тордашлар вә хәлқара таратқуларниң диққитини техиму җәлп қилди.

Мәзкур синалғу филими һәққидики анализ әркин асия радиоси уйғур бөлүмидә берилгәндин башқа бу синалғу филими йәнә әркин асия радиосиниң инглиз тилидики сәһиписидиму тонуштурулди. Әнглийә б б с агентлиқиниң өзбекчә программиси, русийә, японийә таратқулиридиму мәзкур синалғу филими һәққидә хәвәр вә хәвәр анализлири берилди.

Мәзкур синалғу көрүнүши хитайда чәкләнгәнлики һәққидики хәвәр вә анализларда, мәзкур филим вә бу һәқтики хәвәр анализлириниң хитай һөкүмити тәрипидин чәклинишигә сәвәб болған амиллар һәққидики мулаһизиләрдә, бу филимниң хитайда аммиви наразилиқ һәрикитиниң йүз беришидә қозғатқуч рол ойнишидин әнсирәш пәйда қилиштин башқа техиму муһими филимдики 3 яшлиқ уйғур балиси вә бу аилиниң ичкири хитай өлкилиридә һәр җәһәттин кәмситилишкә учраватқан реал вәзийити вә бу хил қаршилиқ кәйпиятиниң 3 яшлиқ уйғур балисиниң һәрикити арқилиқ ипадилиниши икәнлики оттуриға қоюлмақта.

Америкидики сиясий вәзийәт анализчилиридин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди вә америка мәрилән штатидики фростбург университетниң профессори сиясий вәзийәт анализчиси ма хәййүн әпәндиләр өз қаришини оттуриға қоюп, “хитай иҗтимаий таратқулирида мәдһийилиниватқан 3 яшлиқ уйғур балисидики шу қәдәр қәтий қаршилиқ кәйпияти вә бу хил қаршилиқ роһиға аит инкасларниң хитай коммунист һөкүмитини қаттиқ биарам қилип, мәзкур филим вә бу һәқтики хәвәрләрниң қамал қилинишиға сәвәб болғанлиқи”ни билдүрди.

Елшат һәсән әпәнди өз қаришини оттуриға қоюп, нәччә күндин буян бу филим һәққидә елан қилиниватқан хәвәр вә анализларға йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң бу һәқтики хәвәрләрни чәклишигә сәвәб болған амиллар һәққидә тохталди.

Профессор ма хәййүн болса, филимдики 3 яшлиқ балиниң қаршилиқ кәйпиятидин башқа бу балиниң уйғур миллитидин болуши нурғунлиған кишиләрниң диққитини тартқанлиқини, бу сәвәбтин филимниң хитай һөкүмитиниң чәклишигә учриғанлиқини билдүрди.

Ма хәййүн әпәнди мундақ деди: “филимдики балиниң уйғурлуқи мени қаттиқ ойға салди. Уйғурларниң хитай һөкүмәт иҗрачилириға болған һәрқандақ қаршилиқи террорлуқ билән бағлинип қаттиқ бастурулуватқан бүгүнки вәзийәттә, толиму күлкилик бир көрүнүш көз алдимизда намаян болди. У болсиму 3 яшлиқ бала қолиға полат таяқчини көтүрүп, уларниң яймисини бузуш үчүн кәлгән хитай базар башқуруш хадимлириға қаршилиқ көрсәткән.У базар башқуруш хадимлириниң уни синалғуға елишиға қилчә пәрва қилмастин, наразилиқини ипадилигән. Филимда әтраптики пуқралар ичидә бу мәнзиригә қарап күлүватқанларни көрисиз. Ениқки бу уйғур яймикәшкә кишиләр ярдәм қилмиған,. Чүнки улар өзлиригә аваричилик тепивелиштин қорққан. Әмма кишиләрниң күлкиси арилирида бу балиниң батурлуқиға болған апирин вә махташ садалириму қошулуп кәткән. Амалсиз қалған базар башқурғучилар болса балини рәсимгә тартиш вә синалғуға елиш биләнла чәкләнгән. Мана бу филимниң уйғурларниң хитай өлкилиридә дуч келиватқан һәр хил чәклимә вә бастурушлар сәвәбидин әң әқәллий болған тирикчилик йолиниңму етиливатқан ечинишлиқ һаятини әйнән ипадиләп бәргән йери. Шуңа мән филимни көргинимдә көңлүм қаттиқ йерим болди. Әлвәттә нурғун кишиләр бу хил кәйпиятта болған бөлиши вә бу балидики қәйсәрликтин роһи озуқ алған болуши муқәррәр шуңа даириләр бу филимни чәклиди,” деди.

Нөвәттә филимдики 3 яшлиқ балиниң милләт тәркиби ениқланған болсиму, әмма бу вәқәликниң хитайниң қайси өлкисидә йүз бәргәнлики һәм филимдики балиниң исми һәққидә башқа мәлуматлар болмисиму, әмма бир қисим инкасларда бу балиниң исминиң җаппар икәнлики һәққидә инкаслар көрүлмәктә.

Австралийәдики уйғур паалийәтчиси доктор мәмтимин әла әпәнди 17-апрел елан қилған “җаппарниң җасарити” намлиқ әдәбий ахбаратта мәзкур филимниң ичкири хитай өлкилиридә тирикчилик билән тирмишиватқан уйғурларниң һәр хил кәмситиш вә бастуруш сиясәтлиригә дуч келиватқан реал вәзийити оттуриға қоюлуш билән биллә, 3 яшлиқ уйғур гөдәктики җасарәткә мәдһийә оқулған.

Елшат һәсән әпәндиму 3 яшлиқ уйғур балисидики бу хил қаршилиқ роһи вә батурлуқиға болған өз қайиллиқини ипадиләп, “3 яшлиқ балидики бу хил батурлуқ вә қаршилиқ хитайлар арисидики инкасларда хитай хәлқини һәққанийәт үчүн сөзләшкә үндиди, хитай хәлқини ойғатти” дегәндәк қарашларниң оттуриға қоюлғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.