Хитай вә уйғур паалийәтчилири тәшкилатларниң доналд трампниң хитай сияситигә тәсир көрситишини тәкитлиди
2016.12.19
Америкиниң йеңи нөвәтлик президенти доналд трампниң йеқиндин буян хитай һәққидә қилған сөзлири, хәлқара таратқуларниң шундақла хитай вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилири вә паалийәтчилириниңму диққитини қозғимақта.
Мәлум болушичә, доналд трампниң бирқанчә һәптидин буян твитир қатарлиқ иҗтимаий таратқулар васитиси арқилиқ хитай һәққидә ейтқан бир йүрүш қаттиқ гәплири, йәнә униң тәйвән президенти сәй йиңвен билән болған телефон сөһбити, хитайниң пул-муамилә вә җәнубий деңиздики қанунсиз қилмишлирини әйиблиши қатарлиқлар хитайни қаттиқ биарам қилған.
Хәлқара таратқулардин мәлум болушичә, 16-декабир җүмә күни җәнубий деңиздики хәлқара деңиз йолида йүз бәргән америкиниң су астиға чөкүп кәткән адәмсиз чарлаш әсваби хитай деңиз армийиси парахоти тәрипидин елип кетилиш вәқәсидин кейин, доналд трамп твитирда хитай һөкүмитини “оғрилиқ” билән қаттиқ әйибләп, “биз хитайға шуни әскәртмәкчимизки, бизгә улар оғрилап кәткән адәмсиз чарлаш кемиси әмди лазим әмәс. Улар уни давамлиқ беқивалсун!” дегән сөзләрни қилиши хитай һөкүмәт таратқулириниң йәнә бир қетимлиқ наразилиқ инкаслириға сәвәб болған.
Хитай тәрәп буниң пүтүнләй мәзкур су районидики парахотларниң бихәтәрлики үчүн болғанлиқини, адәмсиз чарлаш кемисини америкиға қайтуруп беридиғанлиқини билдүрүш билән биллә, доналд трампниң сөзлиригә наразилиқ билдүрди. Хитайниң шинхуа агентлиқи вә хәлқ гезити қатарлиқлар доналд трампниң сөзлирини әйибләп, доналд трампниң сөзлирини икки дөләт мунасивитидики “хәтәрлик сигнал” дегән.
Йәкшәнбә вә дүшәнбә күнлири доналд трампниң бу сөзлири вә хитай һөкүмәт таратқулириниң инкаслири йәнә бир қетим хәлқара таратқулар вә чәтәлләрдики иҗтимаий таратқуларниң сөз темиси болди.
Бу һәқтики муназириләрдә әң көп талаш тартиш қозғиған тема “доналд трамп дәвридә америка хитайға қаттиқ сиясәт йүргүзәмду? америкида паалийәт елип бериватқан хитай демократ тәшкилатлири, тибәт, уйғур тәшкилатлири доналд трампниң йеңи һөкүмитигә хитайдики қандақ мәсилиләрни аңлитиши вә америка һөкүмитиниң хитай сияситигә қарита қандақ тәсир көрситиши керәк?” дегән темиларда болди.
18-Декабир йәкшәнбә күни америка авази радийосида өткүзүлгән “доналд трампниң сиясити” сәрләвһилик сөһбәт анализида вә 19-декабир елан қилинған “америка хитай талаш-тартиши: хитай адәмсиз су асти чарлаш әсвабини қайтурмақчи, доналд трамп алмайдиғанлиқи ейтти” мавзулуқ хәвәр анализлирида, болғуси президент доналд трампниң хитай сияситидә қаттиқ позитсийидә болуши мумкинлики сөз темиси болди.
Доналд трампниң хитай сиясити нөвәттә америкидики хитай демократлири арисидиму муназирә темисиға айланған. Вәзийәт анализчилиридин чен покуң әпәнди өткән һәптә “йеңи таң телевизийисидә өткүзүлгән бу һәқтики сөһбәттә өз қаришини баян қилип, доналд трамп һөкүмити мәзгилидә чәтәлләрдики хитай демократ тәшкилатлири, уйғур, тибәт тәшкилатлири вә паалийәтчилирини доналд трамп һөкүмити мәзгилидә америкиниң хитай сияситигә өз паалийәтлири арқилиқ тәсир көрситишини тәкитлигән.
Чен покуң әпәнди радийомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилғинида, доналд трампниң хитайға қарита қаттиқ қол сиясәт йүргүзүши мумкинликини илгири сүрүп, америкидики хитайға қарши тәшкилат вә паалийәтчилирини бу хил вәзийәттин пайдилинишқа чақирип, “мениң қаришимчә, доналд трамп дәвридә хитайға қарита сиясәттә америка мәнпәәтини чиқиш қилған бирқәдәр қаттиқ қол сиясәт йүргүзүлүши мумкин. Америкида паалийәт елип бериватқан хитай демократлири, тибәт вә уйғур тәшкилатлири паалийәтчилири бу хил вәзийәттин пайдилиниши, чоқум өзиниң әмәлий һәрикити вә паалийәтлири арқилиқ доналд трамп һөкүмитигә хитайда болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, миллий бастуруш вә диний бастуруш әһваллирини аңлитиши керәк. Һәтта америка һөкүмитиниң хитай сияситигә тәсир көрситишкә тиришиши керәк” деди.
Чен покуң әпәнди йәнә, америкида паалийәт елип бериватқан тәшкилатларниң бундин кейинки паалийәтлирини күчәйтиш керәкликини тәкитләп: “йиллардин буян америкида паалийәт елип бериватқан хитай демократик тәшкилатлири, уйғур вә тибәт тәшкилатлири әлвәттә хитай мустәбит һөкүмитиниң бастуруш сияситини аңлитип келиватиду. Әмма доналд трамп мәзгилидә һәрқайси тәшкилатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитай һөкүмитиниң мустәбит сиясити һәққидики әмәлий пакитларни техиму көп топлиши вә хитай һөкүмити нөвәттә барғанчә күчәйтиватқан пуқраларниң пикир әркинликини бастуруши, түрмиләрдики виҗдан мәһбуслири, уйғур, тибәт, христиан вә фалүн муритлириға қаратқан диний бастуруши, миллий мәдәнийәт ассимилятсийәси қатарлиқ көп тәрәплимә, көп қирлиқ мәсилиләрни америка һөкүмитиниң мунасивәтлик органлириға аңлитиши керәк. Бу җәһәттә америкидики уйғур вә тибәт тәшкилатлириниң тиришчанлиқи зор” деди.
Америка уйғур бирликиниң рәиси елшат һәсән әпәнди узундин буян америкидики хитай, тибәт тәшкилатлириниң йиғин паалийәтлиригә қатнишип, уйғур мәсилисини аңлитип келиватқан паалийәтчиләрниң бири. Елшат һәсән әпәнди өзиниң хитай демократлириниң доналд трамп һәққидики муназирилиригә қатнашқанлиқини вә пикир баян қилғанлиқини билдүрүп, уйғур тәшкилатлириниң хитай һәққидики баянат, паалийәтлирини көпәйтишиниң америка һөкүмитигә уйғур мәсилисини аңлитишта актип рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.
Елшат әпәнди баянида, нөвәттә доналд трампниң хитайға қарита қилған қаттиқ сөзлири һәққидики муназириләр һәққидиму тохтилип, доналд трампниң сөзлири вә хитай таратқулириниң доналд трампни әйиблигән хәвәр анализлири хитай һөкүмитигә қарши бир түркүм паалийәтчиләрдә зиядә үмидварлиқ пәйда қилған болсиму, әмма өзиниң бу һәқтә һазирчә алдирап баһа бәрмәйдиғанлиқини билдүрди.
Елшат һәсән әпәнди доналд трамп һакимийәт йүргүзгән мәзгилидә, америкиниң хитайға қарита сияситидә кишилик һоқуқ мәсилилиридә әлвәттә америка қиммәт қариши бойичә сиясәт йүргүзүлидиғанлиқини, әмма доналд трамп һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивитидә алди билән америка дөлитиниң мәнпәәтини чиқиш қилидиғанлиқини, бундин кейинки вәзийәтни давамлиқ көзитиш керәкликини билдүрди.