Муһаҗирәттики уйғур сәрхиллири хитайниң ақ ташлиқ китабиға қарши инкас қайтурди (3)

Мухбиримиз меһрибан
2018.11.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
kocha-mashina-charlash-tekshurush.jpg Сақчиларниң кочида кетиватқан аптомобилларни тәкшүрүш понкитиға беришқа ишарәт бериватқан көрүнүш. 2018-Йили 21-сентәбир, хотән.
AP

Хитай һөкүмити 15-ноябир күни “шинҗаңдики мәдәнийәтләрниң қоғдилиши вә тәрәққияти” намида ақ ташлиқ китаб елан қилип, өзиниң райондики сияситини ақлашқа урунған иди.

Ақ ташлиқ китабниң “районда мәдәнийәт-сәнәт саһәсидә раваҗлиниш вә тәрәққият барлиққа кәлди” дегән 5-бөлүмидә “җуңго һөкүмитиниң қоллиши вә ярдими нәтиҗисидә райондики аммиви мәдәнийәт сапаси көтүрүлди. Әдәбият-сәнәт иҗадийитидә гүллиниш вәзийити барлиққа кәлди. Һәр милләт хәлқиниң мәдәнийәт әнәниси қануний җәһәттин қоғдашқа еришти,” дейилгән. Ақ ташлиқ китабта йәнә “районда наһийә дәриҗилик кутупханилар, йезиларда мәдәнийәт өйлири барлиққа кәлди, радийо-телевизийәниң қаплиниш нисбити 97 пирсәнткә йәткүзүлди, нәшриятчилиқ тәрәққий қилип, 126 хил гезит, 223 хил журнал нәшр қилинди, районда телефон вә интернет тор алақиси омумлашти,” дейилгән.

Америкидики йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити районда өз һакимийитини тиклигәндин буян йолға қойған һәрқайси милләтләрниң тил-йезиқидики гезит-журнал, радийо-телевизийә қатарлиқ тәшвиқат васитилирини әмәлийәттә хитай компартийәсиниң сиясий идеологийәсини йәрлик хәлққә сиңдүрүш, райондики миллий мәдәнийәтни пәйдин-пәй хитайлаштуруш үчүн васитә қилған икән.

Доктор қаһар барат әпәндиниң қаришичә, мәзкур ақ ташлиқ китабта “райондики аз санлиқ милләтләрниң нәшриятчилиқи юқири тәрәққиятқа еришти” дейилгән болсиму, әмма уйғур дияридики миллий тил-йезиқтики китаб-журналлар вә нәшриятчилиқ йеқинқи мәзгилләрдә хитай һөкүмити тәрипидин әң қаттиқ назарәт қилинидиған саһәләрниң бири болмақтикән. Униң илгири сүрүшичә, уйғур тилида нәшр қилинидиған китаб-журналларға қаритилған чәклимиләр йеқинқи йилларда барғанчә күчәйтилгән. 2017-Вә 2018-йиллири уйғур аптоном районидики нәшриятлар бир парчиму уйғурчә китаб нәшр қилмиған. язғучилар, апторлар вә тәһрирләр тутқун қилинип, түрмиләргә ташланған.

Америка аләм қатниши идарисиниң алий инженери доктор әркин сидиқ әпәндиниң қаришичә, хитай даирилири уйғур миллий кимлики ипадиләнгән һәрқандақ нәшр буюмини чәкләш обйекти қилған. Бу җәһәттә җавабкарлиқи бар дәп қаралған кишиләрни түркүм-түркүмләп тутқун обйектиға айландурған.

Доктор әркин сидиқ әпәнди нөвәттә уйғур дияридики аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерларға қамалғанларниң мутләқ көп қисми өйидин уйғур мәдәнийити, тарихи, вә ислам диниға аит китаб-материял яки үн-син буюмлири тепилғанлар яки телефонда чәкләнгән учурлар байқалған кишиләр икәнликини тилға алди. Шу сәвәбтин һазир уйғурлар өйлиридә уйғур мәдәнийити, тарихи яки ислам диниға аит китаб-материялларни сақлашқиму җүрәт қилалмайдиған вәзийәт шәкилләнгән икән.

Муһаҗирәттики уйғурларниң өз уруқ-туғқанлири һәққидә иҗтимаий таратқуларда бәргән гуваһлиқлири вә хәлқара таратқуларда елан қилинған хәвәрләрдин мәлум болушичә, уйғур дияридики җаза лагерлириға қамалған уйғур тутқунлар арисида мәдәнийәт-сәнәт, гезит-журнал вә нәшриятчилиқ саһәсидә хизмәт қилған көп сандики илмий хадимлар, тәһрирләр, язғучи-шаирлар, артислар вә оқутқучи-оқуғучиларниң барлиқи мәлум.

Мәзкур ақ ташлиқ китабниң 6-бөлүмидә йәнә “шинҗаң-җуңхуа мәдәнийитиниң ғәрбкә ечиветилгән асаслиқ дәрвазилиридин бири. Мәркизи һөкүмәтниң қоллиши билән районда көп қатламлиқ мәдәнийәт алмаштуруш шараити барлиққа кәлди. Районниң миллий нахша-уссул сәнити хәлқараға йүзләнди” дейилгән.

Әркин сидиқ әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитай тәшвиқатидики аталмиш миллий сәнәтниң әмәлийәттә хитай компартийәсини мәдһийәләйдиған вә хитайлаштурулған мәдәнийәтни тәшвиқ қилидиған сиясий түстики сәнәт икәнликини, бу саһәсидики уйғур сәрхиллиридин абдуқейим имин, абдуреһим һейт, аблаҗан аюпқа охшаш сәнәткарларниң түрмә яки йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқини билдүрди.

Ақ ташлиқ китабниң 6-бөлүмидә йәнә “районда йипәк йоли иқтисадий тәрәққият бәлвеғи қурулуши күчәйтилип, мәдәнийәт саһәсидә чәтәлләр билән болған ихтисас игилирини алмаштуруш келишимлири түзүлүп, чәтәлләрдә билим елиш в чәтәллик оқуғучиларниң районға келип оқуш шараитлири яхшиланди,” дейилгән.

Доктор әркин сидиқ әпәнди даириләрниң юқириқи тәшвиқатиниң әксичә райондики уйғур мәдәнийәт тәтқиқатида хәлқараға тонулған уйғур сәрхиллири, чәтәлләрдә билим ашурған оқутқучилар вә өз хираҗити билән чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң нөвәттә тутқун нишани болуватқанлиқини тәкитлиди.

У баянида 2016-йилдин һазирға қәдәр мәдәнийәт-сәнәт саһәсидә тутқун қилинған уйғур зиялийлири саниниң йүздин ашқанлиқини билдүрди.

Радийомиз вә башқа хәлқаралиқ таратқулар 2015-йилиниң ахиридин башлап мисир қатарлиқ ислам дөләтлиридә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң хитайға мәҗбурий қайтуруп кетилгәнликини, уларға “террорлуқ тәшкилатлири билән алақиси бар”, “диний ашқунлуқ идийәсидә зәһәрләнгән” дегәндәк җинайәтләр артилип қамақ җазалириға һөкүм қилинғанлиқини хәвәр қилған иди. 2016-Йилдин кейин балилирини чәтәлләргә оқушқа чиқарған уйғур ата-аниларниңму түркүм-түркүмләп тутқун қилинип, җаза лагерлириға қамалғанлиқи мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.