Атушта 5 лагер барлиқи, лагердики бир ятақ номуриниң 3513 икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.01.21
lager-atush-yepiq-terbiyelsh-1.jpg Тез сүрәттә көпийиватқан “йепиқ тәрбийәләш лагери” йәни хитайниң җаза лагеридин бириниң көрүнүши. 2018-Йили 3-декабир, атуш.
AP

Мухбиримизниң атушқа қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида атушта бәш лагер барлиқи, бу бәш лагерниң атуш шәһәр ичидин 10 километир узақлиқтики санаәт районида янму-ян орунлашқанлиқи ашкариланди. Кәнт секретарлиридин бири өз кәнтидин әкетилгән бир тутқунниң 2‏-тәрбийәләш мәркизидики 3513‏-ятақта икәнлики вә бу 2‏-тәрбийәләш мәркизидә 10 билән 20 миң арисида киши барлиқини тилға алди.

Мәлум болушичә илгири атушта дохтурхана вә партийә мәктәп қатарлиқ бир қанчә орунға җайлашқан йиғивелиш лагерлири йеқинда атушниң санаәт райониға җәмләнгән. Мәлум болушичә, 1 дин 5 кә қәдәр номур билән аталған 5 лагер дәрвазилири айрим-айрим һаләттә янму-ян орунлаштурулған икән. Атуштики лагерларниң орни вә сани һәққидә мәлумат бәргән сақчи хадими лагердики тутқунларниң омуми сани һәққидә мәлумат берәлмиди. Телефонимизни қобул қилған бир кәнт секретари өзи турушлуқ кәнтидин әкетилгән салам абдурахман исимлик бир тутқунниң 2‏-тәрбийәләш мәркизиниң 3513‏-номурлуқ ятиқида икәнликини ашкарилиди. У ятақ номур тәртипиниң 5 лагерда бир туташ икәнлики яки һәрбир лагерниң өз алдиға икәнлики һәққидә мәлумати йоқлуқини ейтти. Әмма у 2‏-тәрбийәләш мәркизиниң өзидила 10-20 миң арисида киши барлиқини илгири сүрди.

Бу секретарниң баян қилишичә, салам абдурахман мәлум бир гумандар билән телефонда сөзлишип қалғанлиқи үчүн тутулған. Америкида яшаватқан сиясий паалийәтчи, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди атуш хәлқиниң тиҗарәткә маһирлиқи, хәлқара билән алақисиниң нисбәтән кәңлики, хитайниң икки йилдин буянқи тутқунда чәтәлгә чиққанларни муһим нишан қилғанлиқини әскәртип, атушта йиғивелиш лагериға соланғанларниң пәвқуладдә көп болуш еһтималлиқини оттуриға қойди. У йәнә атушта бәш лагер барлиқи вә бир ятақ номуриниң 3513‏ икәнликини нәзәрдә тутқан һалда атушта лагердикиләр саниниң 50 миң билән 80 миң арисида икәнликини оттуриға қойди.

Атуш шәһәрлик һөкүмәт Торида Баян қилинишичә, атушта уйғур нопуси 228 миң, қирғиз нопуси 31 миң әтрапида болуп, нөвәттә атуштики мәзкур 5 лагерда уйғур вә қирғизлардин болуп, аз дегәндә 20 пирсәнт нопусниң лагерда икәнлики пәрәз қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.