Сиднейда байрақ чиқарған тәлғәт аббас тиятирханида болуп өткәнләрни баян қилди
2016.02.16
Бүгүн мухбиримиз 8-феврал күни седний тиятирханисида байрақ чиқирип хитайниң шинҗаң фестивалини мәғлубийәткә учратқан икки нәпәр уйғур яштин бири тәлғәт аббас билән сөһбәт елип барди. Сөһбәттә тәлғәт аббас тиятирхана ичидә тамашибинларға хитабән қилған сөзиниң тәпсилати, аманлиқ хадимлири билән қилишқан сөзлири вә тиятирхана ичидә көргән вә байқиған кәйпият вә мәнзирә һәққидә мәлумат бәрди.
Мәлум болушичә тәлғәт аббас нутқини башлиғанда хитай риясәтчиму сөзини тохтатмастин давамлаштуруп, тәлғәт аббасниң авазини бесип чүшүшкә тиришқан; әмма тәлғәт аббас тиятирханидики қулайлиқ орни, һәққаний сөзлири вә җараңлиқ авази билән тамашибинларниң диққитини өзигә тарталиған. Униң сөзидин тәсирләнгән аманлиқ хадимлириму, униңға қопал муамилә қилмастин сөзливелиш пурсити бәргән.
Юқиридики улиништин, мухбиримизниң бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлиялайсиләр.