Доктор мәмтимин әла, австралийә уйғур җәмийитиниң рәисликигә йәнә бир рәт сайланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.11.14
memtimin-ela.jpg Доктор мәмтимин әла
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Австралийәниң седнй шәһиридә паалийәт елип бериватқан австралийә уйғур җәмийити өткән йәкшәнбә йәни 6 ‏-ноябир күни җәмийәтниң төтинчи нөвәтлик сайлимини өткүзгән.

Сайламда пәлсәпә пәнлири доктори мәмтимин әла җәмийәтниң рәисликигә сайланған. У җәмийәтниң иккинчи қетимлиқ сайлимидиму бир нөвәт рәис болған иди. Бүгүн мухбиримизниң зияритини қобул қилған җәмийәтниң актип әзалиридин бәхтияр бөрә әпәнди бу қетимқи сайламниң җәряни һәққидә мәлумат бәрди; җәмийәт рәиси мәмтимин әла болса, мәзкур җәмийәтниң буниңдин кейинки паалийәтлиридә сиясий вә иҗтимаий хизмәткә тәң етибар беридиғанлиқи вә җәмийәтни уйғур хәлқиниң австралийәдики әлчиханиси сүпитидә һәрикәткә кәлтүридиғанлиқини баян қилди.

Юқиридики аваз улинишидин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.