Австралийәдә “унтулған хәлқ-уйғурлар” намлиқ хәлқаралиқ муһакимә йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.11.24
untulghan-xelq-uyghurlar-1.jpg “унтулған хәлқ-уйғурлар” намлиқ хәлқаралиқ муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2014-Йили 22-ноябир, австралийә.
RFA/Qutluq

22-Ноябир австралийәниң сйдений шәһиридики хәлқара издәнгүчиләр тәшкилатиниң мәркизидә “унтулған хәлқ-уйғурлар” намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән.

Мәзкур муһакимә йиғини австралийәдики хәлқара издәнгүчиләр тәшкилати билән шу йәрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири вә шундақла мәзкур тәшкилатиниң мәркизидә исламий илим еливатқан бир қисим уйғурларниң һәмкарлишиши билән бирликтә елип берилған.

Бу нөвәтлик хәлқара муһакимә йиғиниға австралийәдики хәлқара кәчүрүм тәшкилатидин дебораһ мигин, хәлқара издәнгүчиләр мәркизиниң мәсули ислам диний алими имам афроз алий, җәнубий австралийә ислам диний җәмийитиниң рәиси, уйғурларниң ислам диний алими абдусалам абдуғени алим, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор мәмтимин әла, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси җүрәт вә шундақла австралийәдики бир қисим мусулман тәшкилатлириниң мәсуллири тәклип қилинған.

Йиғин қуран кәримини телавити билән башланған болуп, йиғинда алди билән уйғурларға вакалитән сөз қилған бәхтияр әпәнди барлиқ меһманларниң қиммәтлик вақтини сәрп қилип йиғинға қәдәм тәшрип қилғанлиқиға өз рәһмитини билдүргән.

Йиғинда бир қисим тәклип қилинған меһманлар нөвәт билән сөз қилған болуп, улар сөзидә асаслиқи уйғур мәсилисини ислам дунясиға аңлитиш әһвалиниң йетәрлик болмаслиқи, қандақ қилғанда уйғур давасини пүткүл мусулманлар ортақ көңүл бөлидиған бир мәсилигә айландурғили болидиғанлиқи һәққидә тохталған.

Йиғин әтигән саәт сәккиздин кәч саәт сәккизгә қәдәр давамлашқан болуп, йиғин җәрянида меһманлар алдин тәйярланған ләззәтлик уйғур йемәк-ичмәклиригә, татлиқ турумлириға еғиз тәккән.

Биз йиғин ахирлашқандин кейин, мәзкур йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн йиғинда сөз қилған бәхтияр әпәнди, җәнубий австралийә ислам диний җәмийитиниң рәиси ислам диний алими абдусалам абдуғени алим вә шундақла дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор мәмтимин әла билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.