Далай лама рабийә қадир ханимниң совғитини хушаллиқ билән қобул қилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.11.19
dalay-lama-doppa.JPG Далай лама рабийә қадир ханим совға қилған доппа вә әтләс шарпини хушаллиқ билән қобул қилди. 2013-Йили 17-ноябир, токйо.
RFA/Qutluq

Тибәтниң роһаний даһийси далай лама вә сүргүндики тибәт һөкүмитиниң рәһбәрлири 11-айниң 15-күнидин башлап японийәдә рәсмий зиярәттә болди. 17-Ноябир токйода өткүзүлгән “далай лама билән япон алимлириниң бәс-муназирә сөһбити” мурасиминиң башлиниши алдидики айрим учришишта, далай лама уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим әвәткән уйғурларниң символи һесаблинидиған доппа вә әтләс шарпини хушаллиқ билән қобул қилип, рәһмитини билдүрди.

Далай ламаниң токйодики япон алимлири билән елип барған бәс-муназирә һәмсөһбәт мурасими токйодики окура меһмансарийида өткүзүлди.

Бәс-муназирә сөһбитигә японийәдә тонулған атақлиқ журналист акира икегами риясәтчилик қилди.

Мурасим башлиништин илгири токйо университети биологийә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси, сузука университетиниң профессори һаруо саҗи илим-пән билән динниң мунасивити тоғрисида тохтилип өтти.

Шуниң билән биргә японийә будда диний мәркизиниң мәсули далай ламаниң японийәгә кәлгәнликини тәбрикләп нутуқ сөзлиди.

Мурасимда далай лама гүлдүрас алқиш садалири ичидә сөз қилип, илим-пән билән будда дининиң мунасивити йәни тибәт буддизмдики илим-пән, каинат тоғрисида ейтилған тәлиматлар үстидә вә илгири һиндистанда өткән будда диний пәйласоплириниң қарашлири билән ғәрбий алимлириниң будда дини тоғрисида елип барған тәтқиқатлири һәққидә тохталди.

Японийәлик астрономийә алими мория окано, математика алими сусуму сакурай қатарлиқлар тәтқиқат мақалилирини оқуп өткәндин кейин, уларниң тәтқиқатида дейилгән мәзмунларниң будда дини нәзәрийиси йәни будда номлирида йезилған тәлиматлар билән болған мунасивити тоғрисида далай лама қисқичә қошумчә қилип өтти. Әмма далай лама математика һәққидә сөз қилған математика алими сусуму сакурайға җаваб берип өзиниң математика илмидә бәкму аҗиз икәнликини билдүрүп, бу һәқтә һечқандақ қошумчә сөз қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

Далай лама японийә сузука университетидики балилар маарипи тәтқиқатчиси, ярдәмчи профессор акико катсумата ханимниң балилар маарипи вә пәрзәнтләрниң хушаллиққа муһтаҗлиқи тоғрисида елип барған тәтқиқат мақалисигә юқири баһа берип, балиларға аләмни, тәңрини чүшәндүрүштә маарипниң толиму зөрүрлүкини тәкитлиди.

Далай лама сөзидә инсанларниң кәмтәр болушини, инсанлар өз-ара мунасивәтлиридә бир-биригә йеқинчилиқ, меһрибанлиқ қилиши керәкликини, һәргизму өзлирини үстүн тутуп, инсаний меһри-муһәббәттә мусапә һасил қилмаслиқини билдүрди.

Далай ламаниң алимлар билән елип барған бәс-муназирә сөһбитигә уйғур буддизм мәдәнийити тәтқиқатчиси, канадада яшаватқан доктор арзугүл ханимму иштирак қилған болуп, арзугүл ханим зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини оттуриға қойди.

Бу қетимқи мурасимға иштирак қилған уйғур, тибәт мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан тәтқиқатчи юрина ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
‏-Бу қетимқи мурасимдин далай ламаниң пән билән динниң мунасивити тоғрисидики тәлиматлирини биливелиш билән биргә, хитайниң уйғур, тибәтләргә йүргүзүватқан бастуруш сияситини көрүвелишқа болиду. Далай лама, рабийә қадирларниң японийәдики доклатлиридин хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләргә елип бериватқан бастуруш сияситини толуқ чүшинивелишқа болиду, дәп қараймән.

Мурасим әтигән саәт 9:45 тин саәт 12:30 ға қәдәр давамлашти. Бәс-муназирә сөһбәт йиғиниға япон вә чәтәлликләрдин болуп,җәмий миңдин ошуқ киши қатнашти.

Тибәтниң роһаний даһийси далай лама муһаҗирәттики аләмдин өткән уйғур рәһбәрлиридин әйса йүсүп алиптекин билән 1983-йили түркийә зияритидә учришип һәмсөһбәттә болған. Ундин башқа, өзиниң өлмәс әсәрлири билән уйғур хәлқи арисида зор шөһрәт қазанған, қазақистанда вапат болған уйғур язғучиси зия сәмиди 1979-йили һиндистанниң дарилсалам шәһиригә берип уйғур мәсилисини дуня аңлитиш үчүн далай лама билән мәслиһәтләшкән, далай лама 1980-йили моңғулийә сәпиридә алматада зия сәмиди билән учрашқан иди.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.