Қорғаста парихор әмәлдарлар билән хитай мәбләғ салғучилар бирлишип йәр ютмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.04.16
ghulja-xerite-305.jpg Уйғур елидики ғулҗа шәһириниң орни.
RFA

Хитай һөкүмитиниң 2010-йилидин башлап уйғур елигә қаратқан йәнә бир қетимлиқ кәң ечиш сиясити йәни хитайниң 19 өлкә, шәһәрлири аталмиш шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш сияситини йүргүзгәндин буян, уйғур ели йәрлик хәлқиниң байлиқи, мәнпәити, һәқ-һоқуқлири хитай көчмәнлириниң йәниму шиддәтлик һуҗумлириға учраватқанлиқи мәлум. Болупму асасий қатламлардики хитай парихор әмәлдарлири хитай мәбләғ салғучилар билән һәмкарлишип, һәрхил баһаниләр билән йәрлик аммини йәрлирини әрзан сетишқа, өтүнүп беришкә мәҗбурлаштәк қилмишлар уйғур елиниң һәр җайлирида ортақ әвҗ еливатқан вә хәлқниң наразилиқини қозғаватқан еғир мәсилиниң биридур. Йеқинда или области қорғас наһийисидики амма бу хил қисмәтләргә учриған вә өзиниң қануний һоқуқини қоғдашқа қурби йәтмигәнлики үчүн хитайдики бәзи микро блог вә аммиви алақә васитилиригә учур йоллап әрзини әркин чәтәл ахбаратлириға йәткүзүшни өтүнгән.

Уйғур елидики бир қисим аңлиғучиларниң радиомизға әвәткән учуриға қариғанда, уйғур елиниң или области қорғас наһийисидики йезиларда, даириләр деһқанларни йәрлирини сетишқа мәҗбурлиған, йәрлик парихор әмәлдарлар деһқанниң қолидин бир мо йәрни 50 миң сом баһалап сетивалғандин кейин, устидин пайда елип хитай мәбләғ салғучиларға сетиш арқилиқ зор пайда көрүватқан икән.

Сетишқа мақул болмиғанларни болса йәрлик сақчилар 15 күнләп қамап қойған. Йәрлик һөкүмәт вә сақчи күчлири бирлишип амминиң юқири орунларға әрз қилишини қаттиқ тосуп келиватқан болуп, нарази болуватқан деһқанларға мәхсус қаранчуқ қойған. Бу арида мәхпий уюшқан он нәччә деһқан аптоном районлуқ һөкүмәткә әрз қилиш үчүн үрүмчигә йолға чиққан болсиму, қорғастики сақчилар хәвәр тапқан һаман әрздарларни кечиләп қоғлап бир қанчисини тутқан вә йерини сетип беришкә, әрз қилмаслиққа мәҗбурий қол қойдурған.

Әрздар деһқанларниң қутулуп қалғанлири болса йәнила бирәр пешкәлликкә йолуқуштин қорқуп қечип йүргән болуп, қорғастики һәқ-һоқуқлиридин мәһрум қеливатқан хәлқниң һалини торларда елан қилиш вә бу арқилиқ чәтәл ахбаратлириға йәткүзүшни һавалә қилған икән.

Биз бу әһваллардин қорғас наһийилик һөкүмәт орунлириниң хәвири бар-йоқлуқини билиш үчүн қорғас наһийилик һөкүмәт әрзийәт ишханиси билән алақиләштуқ, әмма телефонни алған хадим бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтип зияритимизни рәт қилди.

Қорғас наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисигә қаратқан телефон зияритимиз охшашла рәт қилишқа учриди.

Қорғас наһийиси сүйдүң база сақчиханисиға телефон қилип деһқанларниң йерини сетишқа мәҗбурлашқа даир әһвалларни соридуқ, телефонни алған сақчи бу органниң һөкүмәтниң қаттиқ башқуруш даирисидә болғачқа қалаймиқан җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди, биз йәнә униңдин амминиң әрз қилиш әркинлики бар-йоқлуқини, әрздарларға қарита алаһидә башқуруш низами бар-йоқлуқини соридуқ, у, һәр қандақ адәмниң әрз қилиш һоқуқи бар, бу хил әркинликигә һечким тосқунлуқ қилмайду, деди.

Гәрчә қорғас деһқанлириниң йәр сетишқа мәҗбурлинишиға даир тарқалған учурниң йәр-нам, вақит вә орун қатарлиқ деталлири толуқ болмиған болсиму, уйғур елидики хитай һөкүмәт тәшвиқат васитилириниң йеқиндин буян мәбләғ селиш вә йәр ечиш қатарлиқларға даир учурлиридин қорғас наһийисидә йеқинқи икки йилдин буян һәқиқәтәнму нурғун хитай ширкәт карханилириниң “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм” васитиси билән кирип йәрлишиватқанлиқи мәлум болди.

Шинҗаң иқтисад гезитиниң 3-апрел басқан “қорғаста үч миң деһқан йәрлиридин чиқип кәлди” сәрләвһилик хәвиридә ләңгәр йезисидила 600 аилилик деһқанниң 5 миң мо йерини өткүзүп берип сиртларға ишләмчиликкә беришқа тәйярлиқ көрүватқанлиқи тилға елинған. Шундақла қорғаста 13 йеза, кәнтниң үч миң деһқан аилиси җәмий 18миң мо йәрни шәндуң, җяңсу қатарлиқ җайлардин кәлгән нишанлиқ мәбләғ салғучиларға 15 йиллиқ иҗаригә өтүнүп берип иқтисадий киримини ашурғанлиқини, йәрлиридин айрилған деһқанларниң иккинчи, үчинчи кәсипләрни қилиш үчүн юрттин айрилип сиртларға чиқип көзини ечиватқанлиқини тилға алған.

Шинхуа агентлиқиниң 2012-йили 11-сентәбир “мәбләғ чақиришта қорғас наһийиси ким билән мусабиқигә чүшти?” дегән хәвиридә көрситишичә, қорғас наһийиси хитай өлкиләрдин мәбләғ чақиришта бир қатар етибар сиясәтлирини йолға қоюп, чиңсихоза иқтисад алаһидә ечиветиш райониниң ғәлибилик пүтүп йолға қоюлушиға асас яратти дейилгән.

Хәвәрдә көрситилишичә, “қорғас наһийиси ичкиридин мәбләғ чақириш арқилиқ өзидики йәр кәң, әмма техника вә мәбләғ йетишмәсликни һәл қиливатқан болса, хитайдики 19 өлкә, шәһәрдики кан карханилар, мәбләғ салғучиларни тәрәққият мәйдани йәни йәр-земин билән тәминлиди, буниңдин икки тәрәп тәң мәнпәәтлинидиған пурсәт яритилди” дәп көрсәткән.

Қорғас наһийиси сирттин мәбләғ салған хитай карханилириға 2010-йили-1 айдин етибарән бир йилғичә тиҗарәт беҗи алмаслиқ, икки йилғичә кархана тапавәт беҗи алмаслиқ, үчинчи йилдин бәшинчи йилғичә тапавәт беҗиниң йеримини бикар қилиштәк алаһидә етибар сиясити чиқарған вә йәнә йәрлик хам әшяларни ечишни асас қилған барлиқ чоң-кичик карханилардин баҗда 15% етибар бериш сиясәтлирини қолланмақта икән. Буниң түрткисидә 2012-йили қорғас наһийиси асаслиқ кан ечиш, деһқанчилиқ, санаәт, ташқи сода қатарлиқ түрләр бойичә 145 түрдә хитай карханилири билән тохтам түзгән.

Қорғас наһийисиниң көп қисмини йәнә хитай ишләпчиқириш қурулуш армийиси 4-девизийиси игилигән. Биз қорғас наһийисигә 19 өлкә, шәһәрниң кириши билән қорғаста қандақ өзгиришләр болуватқанлиқини билиш үчүн наһийидики амма билән алақиләштуқ, 4-девизийиниң 64-полкида олтурушлуқ бир көчмән зияритимизни қобул қилди.

Бу хитай һазирчә хитайдин келиватқан мәбләғ салғучиларниң техи биңтуән тәвәсигә кирәлмигәнликини, әмма икки йилдин буян йәрлик йеза-кәнтләрдә йәр игиләшниң интайин шиддәтлик болуватқанлиқини, буниң билән йәрлиридин айрилған деһқанларниң сиртларға коллектип ишләшкә кетиватқанлиқини билдүрди.

Униң дейишигә қариғанда, йәрлик парихор әмәлдарларму һәддидин ешиватқан болуп, хәлқниң қолидин йәрни әрзан елип мәбләғ салғучиларға қиммәт сетип оттуридин пайда алидиған қанунсиз ишларниң әвҗ алған, у, хәлқ нарази болуватқан болсиму, әмма уларниң гепини аңлайдиған йәр йоқлуқини билдүрди.

Бу биңтуәнлик хитай йәнә, йеқиндин буян келиватқан мәбләғ салғучилар деһқанларниң йәрлирини көтүрә алған яки сетивалғандин кейин сәй‏-көктат вә йемәклик пишшиқлап чиқиришни күчәйтип, биңтуәнниң содисиғиму риқабәт яритиливатқанлиқини, буниңдин биңтуәндикиләргиму иқтисадий зиян елип келиватқанлиқидин ағринди.

Қорғас наһийиси, или областидики деһқанчилиқ вә чарвичилиқни асас қилидиған, йәр көлими 5460 квадрат километир,биңтуәнни қошқанда 360 миңдин артуқ нопусқа игә. Су вә тупраққа бай, қазақистан билән әң йеқин чегра райониға җайлашқан җуғрапийилик вә иқтисадий вә гйостратегийә җәһәтләрдә зор әвзәлликләргә игә бир чоң наһийә. Җәмий 13 йеза, кәнт бар, биңтуәнни қошқанда наһийидики бинәм йәр көлими 964 миң мо йәр болуп, буниң йерими биңтуәнгә тәвә, киши бешиға тоғра келидиған бинәм йәр әмәлийәттә өч моға йәтмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.