Дуня уйғур қурултийи вәкиллири малайсиядики зияритини ғәлибилик аяғлаштурди
2019.01.16
Дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири малайсиядики зияритиниң 3-күнидә йәнә бир қисим муһим паалийәтләрдә болған. Малайсиядики 18 мустәқил органниң ортақ қоллиши асасида “уйғурларни қоллаш гурупписи” қуруш қарар қилинған.
Малайсиядики алақидар тәрәпләрниң тәклипи вә дуня уйғур қурултийиниң орунлаштурушиға асасән д у қ иҗраийә комитетиниң мудири өмәр қанат, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән вә д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун қатарлиқлар малайсияда зиярәттә болуватқан иди. Улар зияритиниң 3-күнидиму бир қатар муһим учришишларда болған. Бизгә бу һәқтә мәлумат бәргән илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, улар 3-күнидики зияритидә йәнә бир парламент әзаси билән учрашқан. Бу парламент әзаси ханим өзиниң малайсия парламентида “уйғурларға көңүл бөлүш гурупписи” қуруш пиланини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Дуня уйғур қурултийи вәкиллири йәнә вә шундақла малайсиядики 18 мустәқил органниң вәкиллири билән учришиш өткүзгән. Бу учришишта уйғурлар үчүн қилинидиған хизмәтләр музакирә қилинип, бу һәқтә мәхсус бир һәрикәт пилани мақулланған.
Мәзкур 18 орган йәнә пат арида “уйғурларни қоллаш гурупписи” қуруш қарариниму мақуллиған.
Илшат һәсән әпәндиниң ейтишичә, малайсиядики бир қисим яшлар тәшкилатлири болса бирликтә “уйғурларға хизмәт қилиш гурупписи” қуруп, аллиқачан паалийәтлирини башлап болған икән.
Дуня уйғур қурултийи вәкиллири малайсиядики зияритиниң 3-күни вә шундақла ахирқи күнини мана мушундақ аяғлаштуруп, һиндонезийәниң җакарта шәһиригә йүрүп кәткән.
Улар зияритиниң биринчи вә иккинчи күнлиридә малайсиядики бир қанчә министирлар, парламент әзалири вә һөкүмәткә қарашлиқ болмиған органлар вәкиллири, университет оқуғучилири вә малайсиядики хитай мусулманлири тәшкилатлири, зиялийлар қатарлиқ һәрсаһә затлири билән көрүшүп, уйғур мәсилиси үстидә муһим учришишларда болған иди.