Истанбулда дуня уйғур қурултийи тоғрисида мәлумат бериш йиғини өткүзүлди
2017.12.27
23-Декабир күни истанбулда дуня уйғур қурултийи тоғрисида мәлумат бериш йиғини ечилди. Йиғинға истанбулдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң рәһбәрлири, җамаәт әрбаблири, юрт чоңлири болуп көп санда киши қатнашти.
Йиғинда дуня уйғур қурултийиниң йеңидин сайлап чиқилған бир қисим рәһбәрлири д у қ ниң буниңдин кейинки хизмәтлири вә паалийәтлири тоғрисида доклат бәрди.
Йиғинда дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әркин әкрәм, д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат, нәшрият бөлүминиң мудири абдуҗелил туран, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор атавуллаһ шәһяри, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан вә башқилар сөз қилди.
Йиғинда алди билән “қуран кәрим” тилавәт қилинди вә өткән йили истанбулда вапат болған мәрһум дини алим абдулһәкимхан мәхсумниң роһиға дуалар оқулди.
Арқидин дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди сөз қилип, д у қ тоғрисида мәлумат бәрди вә қурултайниң бундин кейин қилмақчи болған бир қисим хизмәт пиланлирини тонуштурди. Әркин әкрәмниң ейтишичә, қурултай буниңдин кейин түркийә парламенти, һөкүмити вә башқа һәр қайси җәмийәтләр билән учришиш вә алақә орнитишни күчәйтидикән.
Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәндиму сөз қилип, дуня уйғур қурултийиниң кәлгүси хизмәт нишанлири тоғрисида мәлумат берип, қурултайниң америка вә явропа дөләтлири, һөкүмәт вә парламентлири билән шуниңдәк һәр қайси кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән болған алақини қанат яйдуридиғанлиқини, җүмлидин парламентларда уйғур достлуқ гурупписи қурушни актиплаштуридиғанлиқини тәкитлиди.
Йиғинда сөз қилған шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор атавуллаһ шәһяри дуня уйғур қурултийиниң уйғурларниң хәлқаралиқ сиясий тәшкилати икәнликини шундақла д у қ ниң хизмәтлирини пүтүн имканийити билән қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Истанбулидики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузханму сөз қилип, өзлириниң дуня уйғур қурултийи билән йеқиндин һәмкарлишип келиватқанлиқини, бундин кейинму давамлиқ һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди. Униң тәкитлишичә, уйғурларниң нөвәттики қийин вәзийити уйғур тәшкилатлири, җәмийәтлири вә хәлқи арисидики өмлүкни вә иттипақлиқни техиму күчәйтишни тәләп қилидиғанлиқини әскәртти.
Икки саәт давам қилған бу йиғинниң ахирида йәнә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат йиғин әһлиниң қурултай тоғрисида сориған һәр хил соаллириға җаваб бәрди. Соаллар ичидә “дуня уйғур қурултийиниң немә үчүн шәрқий түркистан қурултийи дәп аталмиғанлиқи” һәққидиму соаллар бар болуп, бу һәм узундин буян көп тәкитлинип, кишиләрни қизиқтуруп келиватқан соалларниң бири икән.
Йиғинда йәнә истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи доктор өмәр қул, финландийә уйғур ислам мәркизиниң рәиси доктор мәмәтели қари, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң баш катипи әйса савут, д у қ ички ишлар комитетиниң мудири һамутхан көктүрк, юрт чоңлиридин сейит таранҗи қатарлиқлар сөз қилған болуп, уларму өз имканийәтлири даирисидә дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлиригә ярдәмдә болидиғанлиқини вә һәмкарлишидиғанлиқини тилға алди.
Мәлум болушичә, бу дуня уйғур қурултийиниң истанбулдики мутләқ көп қисим асасий уйғур аммиви тәшкилатлири вә җәмийәт рәһбәрлири билән бир ариға келип, өз-ара һәмкарлишиш, көз қараш алмаштуруш вә кәлгүсидә немиләрни қилиш қатарлиқ түрлүк мәсилиләр бойичә йеқинқи йиллардин буян елип барған муһим паалийәтлиридин бири икән.