Рабийә қадир ханим осака университетидики илмий муһакимә йиғинида доклат бәрди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.05.30
yaponiye-parlament-ezasi-nagao-rabiye-qadir.jpg Японийә парламент әзаси, японийә парламенти уйғур достлуқ гурупписиниң мәсуллиридин бири нагао әпәнди д у қ рәиси рабийә қадир ханим билән. 2016-Йили 28-май, осака.
RFA/Qutluq

28-Май японийәниң осака университетида уйғур мәсилилири бойичә илмий муһакимә йиғини чақирилди.

Осака университетиниң наконошима мәркизидә чақирилған бу қетимқи йиғинни кансай районидики уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини қоллиғучилар билән японийә уйғур бирлики тәшкилати тәшкиллигән болуп,йиғинда уйғурларниң нөвәттики сиясий вәзийити, уйғур көчмәнлири мәсилиси вә уйғур елида йүргүзүватқан хитайниң қош тиллиқ маарип сиясити тоғрисида рабийә қадир ханим башчилиқидики японийәдә зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийи вәкиллири доклат бәрди.

Доклат башлиништин илгири доклатқа қатнишиш үчүн алаһидә кәлгән японийә парламент әзаси, японийә парламенти уйғур достлуқ гурупписиниң мәсуллиридин бири нагао әпәнди башчилиқидики бир қисим йәрлик парламент әзалиридин тәшкилләнгән бир гуруппа кишиләр рабийә қадир ханим билән тәпсилий сөһбәттә болди.

Японийә парламент әзаси нагао әпәнди рабийә қадир ханимниң хәлқарада елип бериватқан кишилик һоқуқ паалийәтлиригә юқири баһа бәрди вә униң билән бирликтә хатирә сүрәткә чүшти.

Бир қатар сөһбәтләрдин кейин гүлдүрас алқиш садалири ичидә сөзгә тәклип қилинған дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә тохтилип, хитайниң 2013-йилидин буян уйғур елида елип бериливатқан қораллиқ қаттиқ бастуруш сияситигә 2014-йилидики 28-июл йәкән вәқәси вә 2013-йилидики 26-июн лүкчүн вәқәсини мисал қилип көрсәтти.

Рабийә қадир ханим сөзидә йәнә хитайниң уйғурларни террорлуқ һәрикәтлиригә бағлап бастуруватқанлиқиниму тәкитлиди.

Доклатта иккинчи болуп сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк шәрқий җәнубий асия әллиридики вә шундақла түркийәдики уйғур мусапирларниң әһвали тоғрисида тәпсилий доклат бәргәндин кейин, уйғурлар намидин япон һөкүмити вә хәлқини уйғур мусапирлар мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақиридиғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси үмид хәмит хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан қош тиллиқ маарип сиясити һәққидә бәргән доклатида алди билән хитай компартийәсиниң уйғур аптоном районида елип барған йезиқ өзгәртиш сиясити вә һазирқи уйғур районидики башланғуч мәктәпләрниң әһвали тоғрисида тохталди.

У доклатида 2000-йиллардин илгири уйғур мәктәплириниң омумий әһвали тоғрисидиму қисқичә тохтилип өтти.

Үмид хәмит доклатиниң ахирида уйғур маарипи оқушлуқ китаблиридин уйғур язғучи вә шаирлириниң әдәбий әсәрлири чиқирип ташлинип, хитай әдәбиятидики әсәрләргә орун берилгәнликини баян қилди.

Биз доклат йиғинидин кейин доклатқа қатнашқан бир қисим кишиләргә микрофонимизни сундуқ.

Яшлири әлликтин һалқиған, өзиниң кимликини ашкарилашни халимиған бир тәтқиқатчи ханим доклат һәққидә тохтилип: “доклаттин уйғурларниң һазирғичә бизгә мәлум болмиған сиясий һаятидин нурғун нәрсиләрни биливалдим. Шәхсән буниңдин толиму хушалмән” деди.

Японийәдики җәнубий моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин уричи доклаттин алған тәсиратини баян қилип: “биз билән тәқдирдаш болған уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң доклатидин сөйүндүм.Әлвәттә, һәммимиз бирликтә хитай компартийәсигә қарши турушта һәмкарлишимиз керәк дәп ойлаймән. Бүгүнки доклат сөзлигән кишиләргә рәһмитимни билдүримән” деди.

Нам шәрипини ашкарилашни халимиған осакадики мәлум бир университетиниң тарих оқутқучиси ханим доклаттин алған тәсиратини баян қилип: “уйғур вәкилләрниң доклати наһайити чүшинишлик болди. Уйғурларниң қийин бир вәзийәт ичидә яшаватқанлиқидин толиму биарам болдум. Әлвәттә, буниңдин кейин уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини қоллаймән вә йеқиндин ярдәм болимән” деди.

Осака университетиниң наконошима мәркизидә өткүзүлгән уйғур мәсилилири тоғрисидики доклат бериш йиғини шу күни кәч саәт алтә йеримдин тоққузға қәдәр давамлашти.Йиғинға тәхминән йүз әлликкә йеқин киши қатнашти.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.