Д у қ явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ни һәрикәтләндүрмәктә

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.01.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
dolqun-eysa-Tomas-zhikowskiy.jpg Д у қ рәиси долқун әйса(оңда), “илһам тохти гурупписи” рәиси әнвәрҗан(солда) әпәндиләр вә вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хадими лусия парручи ханим явропа парламенти әзаси томас жиковский әпәнди билән хатирә сүрәттә. 2019-Йили 9-январ, бирюссел, белгийә.
RFA/Ekrem

Дуня уйғур қурултийи җаза лагерлириға қарши явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ни һәрикәткә кәлтүрмәктә.

Д у қ рәиси долқун әйса вә “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәндиләрниң 8-январ башланған явропа парламентидики паалийәтлири давам қиливатқан болуп, белгийә пайтәхти бирюсселдин бәргән мәлуматлириға асасланғанда бүгүн улар йәнә бир қисим парламент әзалири билән сөһбәтләр елип барған. Улар явропа парламенттики “уйғур достлуқ гурупписи” ниң әзалири билән явропа парламентида җаза лагерлириға қарши паалийәтләрни қанат яйдурушниң чарә-тәдбирлири үстидә музакириләшкән. Долқун әйса әпәнди бу һәқтә бизни бәзи учурлар билән тәминлиди.

“илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ниң бәзи әзалири хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтини “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзат көрситишкә ярдәм қилмақчи болған.

“вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” (UNPO) ниң хадими лусийә ханимму явропа парламентидики бу учришишларда қурултай рәһбәрлиригә һәмраһ болған болуп, у бүгүнки парламент әзалири билән елип берилған сөһбәтләрниң асасий темисиниң җаза лагерлири мәсилиси болғанлиқини тилға алди.

У мундақ деди: “һәммимизгә мәлум болғинидәк, явропа парламенти уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ 15 маддилиқ бир қарарни қобул қилған. Бу өткән йилқи иш. Бу йилму явропа парламентидин мушундақ иҗабий нәтиҗиләрни рояпқа чиқиришқа тиришишимиз лазим. Мушу мәқсәттә долқун әйса әпәнди башлиқ бир гуруппа вәкилләр бүгүн д у қ ға вакалитән явропа парламентиниң бир қисим муһим әрбаблирини зиярәт қилип, җаза лагерлиридики милйонлиған уйғурларни қутулдурушниң чарә-тәдбирлири үстидә музакириләр елип бардуқ. Буниң нәтиҗисини кейин көримиз.”

Долқун әйса әпәнди сөзидә явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ниң ролидин үнүмлүк пайдилинип, 2019-йили хитайниң җаза лагерлирини өз ичигә алған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә мәдәнийәт қирғинчилиқлириға қарши явропа иттипақида көлими зор һәрикәтләрни қозғашниң д у қ ниң нөвәттики муһим пиланлириниң бири икәнликини тилға алди.

Д у қ рәисиниң билдүрүшичә, явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” 2017-йили 19-өктәбир қурулған болуп, бу гуруппиға әза 10 дин артуқ парламент әзаси уйғурлар мәсилисиниң явропа иттипақида күнтәртипкә келишидә зор рол ойниған. Болупму җаза лагерлири мәсилиси оттуриға чиққандин кейин, улар паал һәрикәт қилип, явропа иттипақиниң буниңға қарита кәскин инкас билдүрүшини қолға кәлтүрүш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткән. Нәтиҗидә өткән йили 27-июн б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 38-нөвәтлик йиғинида булғарийә вәкили явропа иттипақиға вакалитән тунҗи қетим җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойған. Арқидинла 18-сентәбир б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик йиғинида йәнә австрийә явропа иттипақиға вакалитән 2-қетим җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойған. Өткән йили 4-өктәбир явропа парламенти ситрасбургда чақирилған 700 дин артуқ парламент әзаси қатнашқан омумий йиғинда җаза лагерлири мәсилисини өз ичигә алған уйғурларға аит 15 маддилиқ бир қарар қобул қилип, хитай һөкүмитидин җаза лагерлирини дәрһал тақашни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.