Фирансийәдә уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси тонуштурулди
2019.01.21

Фирансийәдики түрк тәшкилатлириниң вәкиллиригә уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси тонуштурулди.
Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәндиниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, фирансийәниң мулхосә шәһиридики “үлкә оҗақлири” тәшкилати 19-январ күни фирансийәдики 9 тәшкилатниң 200 дин артуқ вәкиллирини йиғип “шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә уйғурларниң бүгүнки вәзийити” дегән темида мәхсус доклат бериш паалийити уюштурған.
Мәзкур паалийәткә д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди доклат беришкә тәклип қилинған болсиму, лекин униң вақти яр бәрмигәнлики үчүн қурултай тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәнди долқун әйсаға вакалитән доклат тәқдим қилған.
Әнвәр әһмәт әпәндиниң ейтишичә, түрк тәшкилатлири бу қетимқи йиғин үчүн алайитән түркийәдин ай-юлтузлуқ көкбайрақларни әкәлдүрүп, йиғин залини шәрқий түркистанниң көк байрақлири билән безигән. Доклат тәқдим қилиш ахирлашқандин кейин, соал-җаваб паалийити болуп өткән. Бу қетимқи паалийәт 4 саәт давам қилған һәмдә түрк тәшкилатлири хитайниң җаза лагерлириға қарши д у қ билән өз-ара һәмкарлишип, бундин кейин елип баридиған һәрикәтләр тоғрисида музакириләр елип берилған.
Мәлум болғинидәк алдинқи йили 21-декабир күни германийәниң берлин шәһиридики “алп әрән оҗақлири” намлиқ түрк тәшкилати җаза лагерлириға қарши хитай баш әлчиханиси алдида намайиш уюштурупла қалмай, шу күни бу тәшкилатниң баш штабида җаза лагерлири тоғрисида мәхсус йиғин өткүзүп, д у қ рәиси долқун әйса әпәндини доклат беришкә тәклип қилған иди.
Охшашла германийәниң нүрнберг шәһиридики 5 тин артуқ түрк тәшкилатлириму 27-декабир өзлүкидин уйғур дияридики җаза лагерлириға қарши кәң көләмлик намайиш уюштуруп, хитай һакимийитини уйғур дияридики җаза лагерлирини дәрһал тақашқа чақирған һәмдә өзлириниң һәрқачан зулум астидики уйғурлар билән бир сәптә туридиғанлиқини җакарлиған иди.
Германийә вә явропаниң башқа әллиридики түрк тәшкилатлири йеқиндин буян өзлүкидин қозғилип, хитай һакимийитиниң уйғур диярида тәсис қилған җаза лагерлириға қарши паалийәтлирини барғансери кәң қанат яйдурмақта. Бу хил паалийәтләр түркийәдә техиму әвҗигә чиқмақта. Бундин бирқанчә һәптә илгири малайсия, һиндонезийә қатарлиқ әлләрдиму җаза лагерлириға қарши кәң көләмлик намайишлар елип берилған иди.
Әнвәр әһмәт әпәндиниң билдүрүшичә, фирансийәдики 10 дин артуқ түрк тәшкилатлири бу йил д у қ билән һәмкарлишип явропа иттипақиниң фирансийәниң ситрасбург шәһиридики мәркизи бинаси алдида кәң көләмлик намайиш елип баридикән һәмдә явропа иттипақиға вә фирансийә һөкүмитигә тәләп сунуп, хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлирини дәрһал тақашни илтимас қилидикән.