“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” йиллиқ хизмәтлиридин доклат бәрди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.01.05
Yilliq-xizmet-dokilatidin-bir-korunush.jpg “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң йиллиқ хизмәтлиридин доклат бериш йиғинидин көрүнүш. 2016-Йили 3-январ, голландийә.
RFA/Pida’iy

2016‏-Йили 3‏-январ йәкшәнбә голландийәдики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” йиллиқ хизмәтлиридин доклат бәрди вә иқтисадий кирим-чиқим әһвалини елан қилди.

Паалийәт мәзкур җәмийәтниң зәйст шәһиридики мәркизидә, шу йәр вақти пешин намизидин кейин башланди. Ғәлибә, бәрикәт вә тоғрилиқ тепиш үмиди билән қуран тилавити қилинип болғандин кейин, абдурахман қариһаҗимниң тәқдим қилишида “мусулманлар йоли” намлиқ дәрсликниң давами иштиракчиларниң диққитидә болди.

Андин мәзкур җәмийәтниң мәсули әйса қараҗим өткән бир йилда җәмийәт намидин тәшкилләнгән, қатнашқан вә уюштурулған паалийәтләрдин доклат бәрди. Обулқасим абдуезиз әпәнди йиллиқ кирим-чиқим әһвалини елан қилди. Көпчилик дәрс вә доклатларға алақидар соалларни сорап, җаваблирини алди.

Паалийәт иштиракчилиридин зияритимизни қобул қилғанлар  бу җәмийәтниң хизмәтлири һәққидә иҗабий баһалар бәрди вә халис тиләклирини йоллиди.

Паалийәткә голландийәдики уйғурлардин башқа бир қанчә айдин бери һәр айлиқ сөһбәт паалийитигә қатнишип келиватқан белгийәдики бир қисим уйғурларму қатнашти вә зияритимизни қобул қилип, йүрәк сөзлирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

Арилиқтики дәм елишларда ғизалиниш вә намаз оқушқа пурсәтләр берилгән бу паалийәт, әркин сөһбәт вә һал-муңдишишлар билән кәч саәт 7 гә қәдәр давам қилди.

Мәлум болушичә, голландийәдә яшаватқан уйғурлар “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң асаслиқ хизмәтлиридин биригә айлинип, йиллардин бери айда бир қетимдин давам қилип келиватқан “айлиқ сөһбәт паалийити”  ниң исламниң әһкамлирини өгиниш, мулаһизә вә муназирә шәклидә әркин сөһбәтлишиш, өз-ара һал-муң болуш, дидарлишиш пурсити яритип бәргәнликидин мәмнун икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.