Голландийәдики уйғурлар “айлиқ сөһбәт” паалийити өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.10.04
isa-qarajim-gollandiye.jpg Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң катипи әйса қараҗим әпәнди 1-өктәбир хитай һөкүмитиниң таҗавузчилиқ ғәлибисигә қарши лексийә сөзлимәктә. 2016-Йили 2-өктәбир, голландийә.
RFA/Pida’iy

2-Өктәбир голландийәдики уйғурлар явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә йиғилип, мол-мәзмунлуқ сөһбәт өткүзди.

Шу йәр вақти чүштин кийин 14:30 дин кәч саәт 19:00 гә қәдәр давам қилған бу паалийәт, қуран кәрим тилавити билән башланди.

Җамаәт,“айлиқ сөһбәт” нами билән һәр айда бир қетим өткүзүлүватқан бу дидарлишишниң диний тәлим-тәрбийә дәрсликидә намаз вә униң шәртлири һәққидә тәлим алди, чүшәнмигән вә йолуққан мәсилилири һәққидә соаллар сорап, диний ибадәтлирини мукәммәлләштүрүш еһтияҗини қамдиди.

Паалийәт әһли әсир намизидин кейин ғизаланди вә мәзкур җәмийәтниң катипи әйса қараҗимниң тәқдим қилишида лексийәдин бәһримән болди. Буниңда әйса қараҗим голландийәдики уйғурларға нида қилип, “уйғурлар өзиниң ғәлибиси, мусибити вә дүшмининиң ғәлибиси хатирилинидиған күнләрни, чоқум өзигә лайиқ рәвиштә пурсәтләндүрүп, уни миллий вә диний кимликни җари қилдуруш вә вәтән-хәлқиниң азадлиқи үчүн маяк қилишқа әһмийәт беришниң зөрүрлүкини” илгири сүрди.

Ахирида әркин сөһбәт билән юқири пәллигә чиққан муназирә-мулаһизәләр голландийәдики сиясий һәрикәтләрни җанландурушқа мәркәзләшти.

Зияритимизни қобул қилғанлар бу қетимлиқ паалийәтниң мол-мәзмунлуқ вә очуқ-йоруқ муназирә-мулаһизилик елип берилғанлиқини илгири сүрди.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити йиллардин бири “айлиқ сөһбәт” намида айлиқ дидарлишиш паалийитини изчил давам қилип, голландийәдики уйғурларниң яхши баһасиға еришип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.