Рабийә қадир ханим: һиндонезийә даирилирини уйғур гумандарларға инсанпәрвәрлик нуқтисидин муамилә қилишқа дәвәт қилимән
2016.04.28

Бүгүн ахбарат васитилиридә һиндонезийә сақчилириниң 24-апрел күни йәнә бир уйғур гумандарни етип өлтүргәнлики хәвири елан қилинғандин кейин, мухбиримизниң соаллириға җаваб бәргән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим бу һәқтә пикир баян қилип, һиндонезийә даирилирини уйғур гумандарларға қарита инсанпәрвәрлик нуқтисидин муамилә қилишқа дәвәт қилди. У, һиндонезийәниң нөвәттә сотлиниватқан 4 нәпәр уйғурни хитайниң қайтуруп әкетиш тәлипини рәт қилғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүрүш билән бирликтә, һиндонезийәдики террорлуқ гурупписиға қетилди дәп қаралған 5 уйғур гумандарни етип өлтүргәнликигә әпсусланғанлиқини билдүрди, шундақла нөвәттә издиливатқан йәнә бир уйғур гумандарни тирик қолға чүшүрүшкә вә сотта бир тәрәп қилишқа дәвәт қилди.
Соал: бүгүн һиндонезийәниң йәнә бир уйғур гумандарни етип өлтүргәнлики һәққидә хәвәр чиқти, бу, мушуниң билән һиндонезийәдики террорлуқ тәшкилатиға қетилди, дәп қаралған 5-уйғур гумандарни етип өлтүрүши, мәзкур гуруппиниң ичидики 6- гумандарни издәватқанлиқи һәққидә хәвәрләр бар, буниңдин башқа йәнә 4 уйғур гумандар һиндонезийәдә сотлиниватиду. Сиз бу әһвалларға, җүмлидин һиндонезийә даирилириниң уйғур гумандарларға қаратқан муамилисигә қандақ қарайсиз?
Җаваб: мән алди билән һиндонезийә һөкүмитиниң хитай тәрәпниң һиндонезийәдики 4 уйғур мәһбус билән бир хиянәтчи әмәлдарни алмаштуруш тәлипини рәт қилғанлиқиға, бу арқилиқ 4 уйғурниң һаятини өлүм хәвпидин қутулдурғиниға уйғур хәлқи намидин рәһмәт ейтимән. Шуниң билән бирликтә түнүгүн һиндонезийәдики террорлуқ гурупписиға қетилип қалған йәнә бир уйғурни етип өлтүргинигә, буниң билән бәш уйғур гумандарниң һиндонезийә сақчилириниң қолида өлгәнликигә әпсусланғанлиқимни билдүримән вә қечип йүрүватқан йәнә бир уйғур гумандарни бир тәрәп қилишта уни тирик қолға чүшүрүп, сотлаш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә дәвәт қилимән.
Соал: уйғур гумандарларниң һиндонезийәдики бир террорлуқ гурупписиға қетилғанлиқи вә қетилишқа һәрикәт қилғанлиқи һәққидә мәлуматлар бар, бу һәқтә немә дәйсиз?
Җаваб: алди билән нәзәрдин сақит қилинмаслиқи керәк болған бир нуқта бар, у болсиму булар мәзлум бир милләтниң әзаси. Уйғур миллити бүгүн дуняда әң еғир зулум астида яшаватқан бир милләт. Хитайниң сиясий вәзийитигә диққәт қилип келиватқанларға мәлум, нөвәттә хитайдики әң җиддий, әң кәскин мәсилә милләтләр мәсилиси, җүмлидин уйғур мәсилиси. Үрүмчидә “2009-йили 5-июл вәқәси” йүз берип нурғун адәм өлди вә из-дерәксиз ғайиб болди, булардин 200 нәччисиниң өлгинини вә миңдин артуқ кишиниң кесилгәнликини хитай өзи етирап қилди вә елан қилди.
2014-Йили йәкәндә “ 28-июл қанлиқ бастуруши вәқәси” йүз берип миңдин артуқ киши өлгәнлики, 3 йеза нопусиниң пүтүнләй қириветилгәнлики иҗтимаий ахбарат васитилиридә хәвәр болди, хитай бу вәқәдә “98террорчи” ниң өлгәнликини елан қилди. 2014-Йили 18-сентәбир күни шәрқи түркистанниң бүгүр наһийисидә зулумға қарши исян көтүргән 56 уйғурни нәқ мәйданда етип ташлиғанлиқини хитай өзи хәвәр қилди. Буниңдин башқа аилә бойичә оққа тутулған, җәмәт бойичә түрмигә соланған йүзләрчә паҗиәни хәлқара ахбарат васитилириниң хәвәр архиплиридин көрәләймиз, мана паҗиәләр ахбарат әркинлики қаттиқ чәклиниватқан хитайдин пәқәт ашкарилинип қалғанлири.
Соал: сиз уйғур гумандарларни шу һиндонезийәдики радикал тәшкилати билән алақиси йоқ яки йоқ болуши мумкин демәкчиму?
Җаваб: демәкчи болғиним, бу йәрдә дуня нәзәрдин сақит қилмаслиқи керәк болған бир нуқта бар, у болсиму булар зулумдин қечип чиққанлар, зулумдин қачқандиму еғир бәдәлләрни төләп чиққанлар. Буларниң чәтәлгә чиққандин кейин охшимиған гуруппиларға йолуқуп қелиши, уларға вақитлиқ тайинип қелиши, һәтта бағлинип қелиши чүшинишкә болидиған әһваллар.
Соал: йәни террорлуқ гуруппилириға қетилип қалған уйғур гумандарларға пәрқлиқ муамилә қилиниши керәк демәкчисиз?
Җаваб: әлвәттә шундақ, улар пәқәт зулумдин қачқанлар. Шуңа бу уйғур гумандарларни бир тәрәп қилишта улар четилип қалған гуруппидики гумандарлардин пәрқлиқ муамилә қилиниши керәк, бу бир инсандарчилиқ мәсилиси, бир һәққанийәтчилик мәсилиси вә адаләтпәрвәрлик мәсилисидур.
Соал: “уйғур гумандарларға пәрқлиқ муамилә қилиниши керәк” дегән тәлипиңизни йәниму конкретрақ ейтип берәләмсиз?
Җаваб: чоқум тирик қолға чүшүрүлүши, тутулған дөләт яки үчинчи бир дөләттә сотқа тартилиши, сотланғанда уларни әнә шу радикал гуруппиларға четилишқа сәвәб болған амиллар, шараитлар ениқлиниши, һөкүм чиқиришта асаслиниши керәк. Бу җәһәттә америкиниң гуәнтанамо түрмисини ечип гумандарларни тәкшүрүш-сорақ қилиш тәҗрибисини үлгә елишқа болидуки, хитайниң нәқ мәйданда етип ташлаш вәһшийликини үлгә алмаслиқ керәк.
Соал: бу мәсилигә қарита һиндонезийә хәлқиниң җамаәт пикри қандақ болуватиду? буниңға диққәт қилдиңизму?
Җаваб: үрүмчидә “2009-йили 5-июл вәқәси” йүз бәргәндә буниңға наразилиқ билдүрүп қилинған тунҗи намайиш һиндонезийәдә болған, биз һиндонезийә хәлқигә ишинимиз, һиндонезийә сотиниңму адалитидин гуман қилмаймиз. Шуниң үчүн 4 уйғур гумандар сотланғанда позитсийә билдүрмидуқ, дәсләпки икки уйғур етиветилгәндиму инкас қайтурмидуқ, түнүгүн 5-уйғурниң етилиши вә йәнә бир уйғурниң издиливатқанлиқи мени ечиндурди, азаблиди вә бу мураҗиәтни йезишқа мәҗбурлиди.