Хитайниң һүсәнҗан җелилни түрмиләрдә лексийә сөзләшкә мәҗбурлаватқанлиқи мәлум

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2016.07.15
Huseyin-Jelil-305.jpg Һүсәйин җелилниң түрмигә кириштин бурунқи сүрити.
RFA File


Биз һазир хитай түрмисидә йетиватқиниға 10 йил болған канада пуқраси һүсәнҗан җелилниң нөвәттики әһвали һәққидә техиму чоңқур мәлумат игиләш җәрянида, хитай даирилириниң уни алдинқи қетимқи программимизда сөзләнгәндәк, пәқәт қәшқәрдики уруқ - туғқанлири билән көрүштүрүш мәқситидә йәкән түрмисигә әкәлмигәнликини, хитай даирилириниң бу йил киргәндин буян, һүсәнҗан җелилни аптоном райондики һәрқайси түрмиләргә шундақла қәшқәр шәһиридики йезиларға апирип, лексийә сөзлитиватқанлиқидин хәвәр таптуқ.

Бу һәқтә һүсәнҗан җелилниң һазир қәшқәр шәһиридә яшаватқан ачиси хәйригүл ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ. Гәрчә хәйригүл ханим һүсәнҗан җелилниң лексийәлирини биваситә аңлимиған болсиму әмма, һүсәнҗан җелилниң түрмә сақчилири тәрипидин һәрқайси түрмиләр вә қәшқәр шәһиридики бир қисим йезиларға елип берилип, түрмидики сиясий вә дини мәһбусларға лексийә сөзләватқанлиқини муәййәнләштүрди. Униң техиму чоңқурлап мәлумат беришичә, өткән қетим хитай даирилири һүсәнҗан җелилни йәкән түрмисигә, аилә уруқ туғқанлири билән көрүштүрүш мәқситидә әмәс бәлки, түрмидики мәһбусларға лексийә сөзлитиш үчүн әкәлгән икән.

Зияритимизни қобул қилған һүсәнҗан җелилниң һазир қәшқәр шәһиридә яшаватқан қизи әсма зияритимизни қобул қилип, дадиси һүсәнҗан җелилниң қәшқәрдә вә һәр қайси түрмиләрдә лексийә сөзләватқанлиқини муәййәнләштүрди.

Бу арида канададики, хәлқара хәвәрләр телевизийә қанили йәни “глобал невс” ишлигән, һүсәнҗан җелилниң хитай түрмисигә ташланғанлиқиниң 10 йиллиқиға беғишланған мәхсус программида мәлумат бәргән, һүсәнҗан җелилниң адвокати кирис маклоад канада тәрәпниң һүсәнҗан җелил билән көрүшүши тәскә тохтаватқанлиқини тилға алған у йәнә: “бир канада пуқраси қолға елинған, түрмигә ташланған вә қийин қистаққа елинған туруқлуқ канада һөкүмити билән хәвәрлишәлмисә, һәмдә бу адәм инсан һәқлири дәпсәндичиликлиригә учурса бу канада хәлқи вә канада һөкүмити үчүн һақарәт” дәйду.

Кирис маклоад һүсәнҗан җелилниң гунаһсиз икәнликини шундақла, тән җазаси вә қийин қистаққа елиниватқанлиқини изчил илгири сүрүп келиватқан адвокатларниң бири.

Әмма һазир түркийәдә яшаватқан һүсәнҗан җелилниң сәпдашлиридин һәсән қарим, вәтәндин түркийәгә кәлгән бир кишиниң сөзләп бәргәнлирини нәқил кәлтүрүп, һүсәнҗан җелилниң роһи һалитидин, өз виҗдани билән сөзләватқанлиқи көрүнүп туридикән, дәйду.

Әмма һазир канадада яшаватқан уйғур зиялийси рамилә аблимит ханим, һүсәнҗан җелил мәсилиси һәққидә охшимайдиған көз қарашқа игә болуп, у, хитай һөкүмитиниң қийин - қистақ билән, һүсәнҗан җелилни мәҗбури това қилдуруш арқилиқ, түрмиләрдә йетиватқан уйғур оғул қизлириниң вә уйғур хәлқиниң, җасаритини шундақла роһи ирадисини суслаштурушқа урунуватқанлиқини илгири сүриду.

Алдинқи қетим һүсәнҗан җелил һәққидә ишлигән программимиздиму, һүсәнҗан җелилниң һәдиси вә қизи мәлумат берип һүсәнҗан җелилниң һазирқи түрмә һаятида вә роһи кәйпиятида, илгирикигә селиштурғанда зор илгириләш вә яхшилиниш болғанлиқини тәкитлигән иди.

Биз бу йил киргәндин буян, хитай һөкүмитиниң һүсәнҗан җелил вә униң аилисигә көрситиватқан алаһидә мәрһәмити шундақла, аталмиш лексийә сөзлитиш, қилған әткәнлиригә това қилдуруш мәсилилири һәққидә мәлумат бериш вә зиярәт қилиш үчүн, һүсәнҗан җелилниң канадалиқ адвокати кирис маклоад қа униң тор бетидики хәт сандуқи арқилиқ хәт язған болсақму, әмма техи җаваб кәлмиди.

Бу программиниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.