Улрик делиюс: елишқу вәқәси ирқий қирғинчилиқтур
2016.08.03

2-Авғуст күни баш штаби германийәдики “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” асия ишлири бөлүминиң мәсули улрик делиюс әпәнди “радио лавра” ниң зияритини қобул қилғанда, сөзини “мәдәнийәт зор инқилабидин буян, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити һечқачан бүгүнкидәк начар болуп бақмиған, хитайниң ислаһат вә қанун дөлити үчүн бәргән вәдиси йирақ кәлгүсидә әмәлгә ешиши мумкин” дегән ибариләр билән башлиған.
“радио лавра” сәһиписи мәзкур зиярәткә улрик делиюсниң баянлиридин нәқил елип мундақ кириш сөз язған: “бир қанчә йиллар илгири, йәни бейҗиң олимпик мусабиқиси өткүзүлгән чағлар бүгүнки күнгә задила охшимайтти. Хитайда, болупму аз санлиқ милләтләр вә кишилик һоқуқ мәсилиси әң зор болған, сотсиялизмниң қизил либаслириға пүркинивалған бу әң чоң капиталистик дөләттә бүгүн, гезитләр вә учурларға асасланғанда, маарип саһәсидики милйонлиған инсанлар азабқа гириптар болмақта, уйғурлар, тибәтликләр, фалунгоңчилар, христиан муритлири, тор башқурғучилар, сәнәткарлар, адвокатлар вә оқуғучилар бастурулмақта. Вәһаләнки, германийә федиратсийә җумһурийитиниң иқтисадий мәнпәәтни дәп, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған иқтисадий һәмкарлиқи хитай билән давамлашмақта.”
Германийәдики даңлиқ радио қаналлиридин бири болған “радио лавра” билән елип берилған бу сөһбәттә, улрик әпәнди уйғурлар нөвәттә учраватқан бесимлар, тибәтликләрниң дәрди, фалунгоңчилар учраватқан бастурушлар, хитай демократлири вә адвокатлириниң тутқун қилиниш мәсилиси тоғрисидиму пикир баян қилған. У йәнә, ши җинпиңниң өктичи күчләрдин, қаршилиқ көрсәткүчиләрдин қорқуп, һәммини бирақла бастуруш сиясити йүргүзүп өз һакимийитини мустәһкәмләшкә теришиватқанлиқини илгири сүргән. Шуниң билән биргә, у 2014-йили 28-июл йәкәндә йүз бәргән “елишқу қәтлиами” һәққидә тохталған.
Мәлум болғинидәк, 2014-йили қәшқәр вилайитиниң йәкән наһийиси тәвәликидики елишқу йезисида қанлиқ вәқә йүз бәргән. Хитай мәтбуатлиридики баянларға асасланғанда, вәқәдә 59 нәпәр исянчи, 39 нәпәр пуқра болуп, җәмий 96 уйғур өлгән. Бирақ, д у қ вә иҗтимаий таратқулар бу қетимқи вәқәдә дәһшәтлик бир ирқий қирғинчилиқ болуп өткәнликини, вәқәниң елишқу, хаңди, дөңбағ, қошериқ қатарлиқ җайларғичә кеңәйгәнликини, хитай һөкүмитиниң һәр хил айропиланлар вә еғир қораллар билән аз дегәндә 3-5 миң адәмни қәтлиам қилғанлиқини илгири сүриду.
Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә қисқичә тохтилип өтти.
“радио лавра” да 2014-йили 28-июлдики “елишқу қәтлиами” тоғрисида тохталған улрик делиюс әпәнди, бу қетимқи вәқәниң қанлиқ бир қирғинчилиқ болғанлиқини тилға алған. У мундақ дәйду: “бундин икки йил илгири елишқуда, рамизанниң ахирқи күнлири бир топ аяллар топлишип ибадәт қилиду. Қораллиқ сақчилар буниңдин хәвәр тепип, аялларни оққа тутуп қирип ташлайду. Өлгүчиләрниң әрлири вә аилә тавабиатлири җәсәтләрни көтүрүп сақчиханиға әрз ейтип бариду. Сақчилар уларни қолға алиду. Нәтиҗидә, юрт хәлқи қозғилип наразилиқ намайиши қилиду. Хитай дөлити бу намайишчиларни ‛террорчилар‚ дәп атайду вә әскирий күчлирини ишқа селип нурғун инсанни қирип ташлайду. Биз бу тоғрилиқ мәхсус издинишләрдә болдуқ. Бу бир ирқий қирғинчилиқ.”
Дәрвәқә, “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” 28-июл күни “шәрқий түркистандики қирғинчилиқниң 2 йиллиқи” намлиқ бир мақалә елан қилип, 1989-йили бейҗиңда йүз бәргән “тйәнәнмен вәқәси” билән 2014-йили 28-июл йәкәндә йүз бәргән “елишқу вәқәси” ни селиштурған иди. Мақалидә: “тйәнәнмен вәқәси хитай хәлқи үчүн қандақ мәнани билдүрсә, елишқу қәтлиамиму уйғурлар үчүн шундақ мәнани билдүриду” дегән.
Мақалидә йәкән қәтлиамида нурғунлиған аяллар, балилар вә әрләрниң өлгәнликини тилға алған улрик делиюс әпәнди, хитай һакимийитиниң миллий сияситидики хаталиқлар түпәйли уйғур-хитай оттурисидики зиддийәтләрниң күчийиватқанлиқини вә бу зиддийәтләрниң бир күнлири йәнә, техиму еғир болған қанлиқ қирғинчилиқларға сәвәб болидиғанлиқини тилға алған.
Улрик делиюс әпәнди бүгүн бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда “хитай һөкүмити дуняда һеч йәрдә көрүлмәйдиған бир зулум сияситини уйғурлар үстидин йүргүзүватиду. Әрләрниң сақал-бурут қоюшини, аялларниң ромал артишини, уйғурларниң намаз оқуш, роза тутушини чәкләштәк бу хил бимәнә сиясәт әлмисақтин һеч бир мустәбит һакимийәтләрдә көрүлүп бақмиған иди” деди.
Мәлум болғинидәк, “28-июл елишқу вәқәси” һәққидә иҗтимаий таратқуларда уйғурлар тәрипидин көплигән мақалә, инкаслар елан қилинди. Хәлқара мәтбуатларму бу тоғрилиқ түрлүк әслимиләрни тарқатти.Д у қ му мәхсус баянат елан қилди.
Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди бу хусуста зияритимизни қобул қилип, “хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” ниң уйғурлар мәсилисини дуняға билдүрүштә ойнаватқан ролиға юқири баһа бәрди вә бу қетим мәзкур тәшкилат тәрипидин елан қилинған “елишқу вәқәси” гә даир баянатниң зор тәсир қозғиғанлиқини тилға алди.
“хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” 1970-йили германийәдә қурулған нопузлуқ тәшкилатларниң бири. Мәзкур тәшкилат илгирики доклатлиридиму хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлирини тәнқид қилған иди.
2014-Йилидики 28-июл йәкән вәқәсиниң қанлиқ бир вәқә болғанлиқи мәлум, әмма хитай даирилири вәқә һәққидики учурларни қаттиқ контрол қилған, мәзкур вәқә һәққидә иҗтимаий таратқуларға учур йоллиған абабәкри рәһимни “питнә-иғва тарқитиш” җинайити билән әйибләп қолға алған һәмдә уни телевизорларда “җинайити” гә това қилдурған. Бу әйни чағда кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиған иди.
Биз йәкәнниң нөвәттики вәзийити һәққидә йәрлик даириләр билән көрүшүшкә көп тиришчанлиқ көрсәткән болсақму, улардин учур елиш мумкин болмиди. Алдинқи һәптә радиомизниң зияритини қобул қилған йәрлик сақчилар вәзийәт тоғрисида бир нәрсә дейиштин өзини қачурған иди.