Түркийәдә чақирилған “13-нөвәтлик ислам дуняси яшлири йиғини” ға уйғурларму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.08.24
abdusalam-teklimakan-islam-dunyasi-yashliri-yighini.jpg “13-нөвәтлик ислам дуняси яшлири йиғини” да шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити яшлар комитети мәсули абдусалам тәклимакан әпәнди сөз қилмақта. 2016-Йили 19-авғуст, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә чақирилған 13-нөвәтлик ислам дөләтлири яшлири илмий муһакимә йиғиниға уйғур яшлириға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити яшлар комитети мәсули абдусалам тәклимакан әпәнди қатнашти.

8-Айниң 19-күни әнқәрәдә башланған йиғинниң ечилиш мурасимиға ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирлики рәиси али қурт әпәнди, түркийә ички ишлар министири әфган әла әпәнди вә парламент әзалири қатнашти вә сөз қилди. Түркийә ички ишлар министири әфган әла әпәнди қилған нутқида, ислам дунясиниң мәсилилири вә уни һәл қилиш йоллири тоғрисида тохталған.

4 Күн давамлашқан йиғинда 50 ислам дөлитидин кәлгән яшлар өз дөләтлириниң мәсилилири тоғрисида доклат бәрди. Йиғинниң йепилиш мурасими түркийәниң коня вилайитидә өткүзүлди. Йиғинниң йепилиш мурасимида сөз қилған түркийәниң сабиқ баш министири әхмәт давутоғлу түркийә һөкүмитиниң бесим астида яшаватқан мусулманларға игә чиқиватқанлиқини вә уларниң дуаси билән 15-июл түркийәдә йүз бәргән һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитини бастуралиғанлиқини баян қилди. У, түркийә җумһурийитиниң дуняниң қайси йеридә езилгән мусулман болса уларға игә чиқиш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини баян қилди.

Биз 13-нөвәтлик ислам дуняси яшлири йиғини тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу йиғинға қатнашқан абдусалам тәклимакан әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

У, 19-авғуст күнидин 22-авғуст күнигичә давамлашқан йиғинға 50 әтрапида ислам дөлитидин 200 әтрапида яшниң иштирак қилғанлиқини баян қилди.

Абдусалам тәклимакан әпәнди йиғинда уйғурлар тоғрисида бәргән 20 минутлуқ доклатида нуқтилиқ һалда хитайниң уйғурларға елип бериватқан диний бесими тоғрисида тохталғанлиқини баян қилди.

Абдусалам тәклимакан әпәнди йиғин җәрянида 50 дөләттин кәлгән мусулман яшларға уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәнликини, улардин яхши инкасларни алғанлиқини баян қилди.

Сүрийәлик мусулманларға вакалитән 13-нөвәтлик ислам яшлири йиғиниға қатнишиватқан низам өмәр әпәнди, йиғинниң яхши өткәнликини баян қилип мундақ деди: “мән тунҗи қетим қатнишиватимән. Йиғин наһайити яхши өтүватиду. Пүтүн ислам дунясиниң мәсилилири тоғрисида музакирә елип бериватимиз. Өз ‏- ара чүшинишкә тиришиватимиз. Дәрдлиримизни ортақлишиватимиз. Худайим буйруса келәчикимиз яхши болиду.”

Низам өмәр әпәнди сүрийәниң вәзийитиниң вәһим икәнликини баян қилип мундақ деди: “телевизийәдин көрүватқан болушиңиз мумкин, сүрийәниң вәзийити интайин начар. Худайим буйруса әң қисқа вақит ичидә сүрийә хәлқи буниңдин қутулар. Мән доклатимда 50 дөләттин кәлгән 200 әтрапида яшқа сүрийәниң вәзийитини аңлаттим.”

Ислам дөләтлири аммиви тәшкилатлар бирлики 2005-йили 5-айниң 1-күни истанбулда 40 ислам дөлитидә паалийәт елип бериватқан 300 аммиви тәшкилатниң әзалиқида қурулған болуп, һәр йили икки қетим ислам дуняси яшлири йиғинини өткүзүп кәлмәктә. Уйғурлар 2013 йили шималий сепруста чақирилған йиғинға, 2014-йили болса түркийәниң сакаря шәһиридә өткүзүлгән яшлар йиғиниға, 2015-йили малайшияда чақирилған яшлар йиғиниға иштирак қилип, уйғур мәсилиси тоғрида доклат бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.