Истанбулдики шәрқий түркистан вәхпидә сайлам өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2017.01.30
Sherqiy-Turkistan-weqpi-saylam-istanbul.jpg Шәрқий түркистан вәхпидә өткүзүлгән сайламдин кейин хатирә сүрәт. 2017-Йили 29-январ, истанбул.
RFA/Arslan

1-Айниң 29-күни йәкшәнбә, мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан вәхпиниң идарә һәйәт рәһбәрлики қайтидин сайлап чиқилди. Сайламға шәрқий түркистан вәхпиниң асасий қатлам рәһбәрлики вә идарә һәйәт рәһбәрлири қатнашти.

Алди билән сайлам комитети бәлгиләнгән болуп, сайлам демократик усулда аваз ташлаш арқилиқ елип берилди. Сайлам шәрқий түркистан давасиниң байрақдари мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң оғли илғар алиптекинниң башчилиқида елип берилди.

Вәқипниң асаси қатлам рәһбәрликидин абдуҗелил туран, мәтин өзкан, доктор әркин әкрәм қатарлиқ 4 кишидин тәркиб тапқан сайлам комитети сайламни назарәт қилди.

Сайламға йәнә әйса йүсүп алиптекинниң чоң оғли әркин алиптекин әпәнди германийәдин келип қатнашти.

Сайлам нәтиҗисидә шәрқий түркистан вәхпиниң рәисликигә доктор абдулһәмит авшар сайланди. Баш катиплиққа доктор өмәр қул қайта сайланди. Идарә һәйәт рәһбәрликигә мәтин өзкан, муһәммәт нур турпан, муһиттин җануйғур, мәһмәтҗан қәшқәрли вә хәйруллаһ әпәндигил әпәнди қатарлиқ кишиләр йеңидин сайланди.

Биз бу сайлам тоғрисида толуқ мәлуматқа игә болуш үчүн шәрқий түркистан вәхпиниң йеңи рәиси болуп сайланған доктор абдулһәмит авшар вә идарә һәйәт рәһбәрликигә йеңидин сайланған хәйруллаһ әпәндигил әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор абдулһәмит авшар шәрқий түркистан вәхпидә өткүзүлгән сайлам тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин, вәқипниң буниңдин кейин елип бармақчи болған хизмәт пиланлири тоғрисида тохталди.

Юқиридики аваз улиништин бу һәқтики программимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.