Хитайниң сабиқ алаһидә хадими йүсүпҗан әмәт: “учур бериватқинимда томурумдин қан суғурулғандәк азабландим”
2019.02.06

“әл-җәзирә” телевизийәсиниң өткән җүмә күнидики бир мәхсус хәвиридә илгири уйғур районида хитай үчүн учур йәткүзүп мәхпий хизмәт қилған йүсүпҗан исимлик бир уйғур яшниң өзини ашкарилиғанлиқи вә хитайниң уйғурларға селиватқан зулумини паш қилғанлиқи тилға елинди. Бүгүн мухбиримиз нөвәттә түркийәдә яшаватқан йүсүпҗан әмәт билән сөһбәт елип барди. Сөһбәт давамида йүсүпҗан өзиниң илгири дөләт хәвпсизликигә тәһдит йәткүзүш җинайити билән әйиблинип, 2 йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, җаза муддитини өтәватқан вә җаза муддитини түгәткәндин кейинму сақчилар тәрипидин мәхпий учур йәткүзүшкә мәҗбурланғанлиқи, ахири хитай зулумини дуняға паш қилиш үчүн сақчиларниң тәлипини қобул қилғанлиқи вә уларниң ишәнчигә еришиш арқилиқ чәтәлгә чиқиш пурситигә еришкәнликини баян қилди.
Өзигә хитай сақчилириниң “алаһидә хадим” дәп нам бәргәнликини тилға алған йүсүпҗан хитайға һәр қетим учур йәткүзгәндә “томуридин қан суғурулғандәк азабланғанлиқи” ни тилға алди.
Юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң йүсүпҗан әмәт билән өткүзгән сөһбәт хатирисини аңлиғайсиләр.