Оттура асия уйғур яшлири мәтбуат арқилиқ “җаза лагерлири” ға наразилиқ билдүрүш паалийити башлиди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2019.01.16
stop-genocide-russian.jpg Қазақистан вә қирғизистан уйғур яшлири башлиған “стоп генотсид - биз тинчлиқни арзу қилимиз!” намлиқ мәтбуат арқилиқ наразилиқ билдүрүш паалийити үчүн ишләнгән тор тәшвиқат варақчиси.
RFA/Féruze

Қазақистан вә қирғизистан уйғур яшлири 10-январ күнидин етибарән иҗтимаий таратқуларда хитайдики җаза лагерлириға қарши “стоп генотсид-биз тинчлиқни арзу қилимиз!” намлиқ мәтбуат арқилиқ наразилиқ билдүрүш паалийәтлирини башлиди.

Буларниң рус тилидики “стоп-генотсид” дегини “қирғинчилиқни тохтат” дегән мәнини билдүриду.

Хитай һакимийитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастуруш сиясити, болупму җаза лагерлири мәсилиси ялғуз муһаҗирәттики уйғурлар арисидила әмәс, бәлки хәлқарадиму чоңқур тәсир пәйда қилишқа башлиғанлиқи мәлум. Бу мәсилигә нисбәтән сабиқ совет иттипақиниң йимирилиши билән мустәқил болған дөләтләрниң, болупму оттура асия дөләтлири һөкүмәтлири һазирға қәдәр сүкүттә турған болсиму, әмма ашу дөләтләрдики аддий пуқралар хитайниң җаза лагерлирида милйонлиған уйғур, қазақ, қирғиз, вә башқа мусулман хәлқләрниң азаб чекиватқанлиқини билип йәтмәктә. Бу һәқтә мәтбуатларда түрлүк учурлар арқиму-арқидин елан қилмақта. Қирғизистанда болса йеқинда бир қисим аммиси һәтта хитай әлчиханиси алдида наразилиқ паалийәтлири уюштурған иди.

Қирғизистандики уйғурларму өзлириниң ана вәтинидә болуватқан бу вәқәләргә қаттиқ наразилиқлирини билдүрүватқан болуп, уйғур яшлири арисидиму түрлүк паалийәтләр җанланмақта.

Дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики әзалиридин әркин әхмәт башчилиқидики бир топ яшларниң тәшәббуси билән 10-январ күни аммиви тор бәтләрдә уйғур, инглиз вә рус тиллирида “стоп генотсид: биз тинчлиқни арзу қилимиз!” намлиқ етираз билдүрүш башланди. Бу паалийәтниң асасий мәқсити уйғур елидики уйғур вә башқа қериндаш милләтләрниң кишилик һоқуқини қоғдаш сияситини елип бериватқан дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлиригә бир кишилик аваз қошуш шуниңдәк уйғурлар дучар болуватқан нөвәттики лагерлар мәсилисини техиму көп кишиләргә билдүрүш икән. Мәзкур мәтбуат паалийитини қоллиғанлар ашу “стоп генотсид: биз тинчлиқни арзу қилимиз!” дегән хәт йезилған рәсимни өзлириниң иҗтимаий таратқулиридики сәһипилиригә қоюп тарқитидикән. Радио зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики яшлар гурупписиниң әзаси сәдирдин аюпоф паалийәт мәқсити тоғрисида тохтилип, мәзкур паалийәтниң 10 күн давам қилидиғанлиқини, бирақ өзлириниң буниң биләнла тохтимай, паалийәтлирини давам қилидиғанлиқини ейтти.

Иҗтимаий алақә васитилири арқилиқ “стоп генотсид-биз тинчлиқни арзу қилимиз”, йәни “қирғинчилиқни тохтат: биз тинчлиқни арзу қилимиз” намлиқ етираз билдүрүш паалийитигә қирғизистан уйғур яшлириму актип аваз қошти. Қирғизистандики “яшлиқ авази уюшмиси” ниң һәм қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң яшлар комитетиниң инстаграм сәһипилиридә мәзкур хәтләр йезилған паалийәт башланди. Зияритимизни қобул қилған яшлар гурупписиниң әзаси күрәш әйсайеф бу паалийәткә ә пәқәт уйғурларла әмәс, башқа милләтләрдики дост-бурадәрлириму қатнашқанлиқини ейтти.

Мәзкур иҗтимаий алақә васитиси арқилиқ етираз билдүрүшкә қатнашқан қирғизистандики “тәңри тағ садалири” радийо программисиниң мухбири нилуфәр һашимова, өз қаришини оттуриға қойди. У: “шәрқий түркистан мәсилиси ата-анилиридин қалған чоңқур яра” дәп, бу паалийәтни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай даирилириниң уйғур диярида милйондин артуқ уйғур вә башқа қериндаш милләтләрни аталмиш “тәрбийәләш лагерлири” ға соливелиш қилмишлириға мәтбуат арқилиқ, йәни иҗтимаий таратқулар арқилиқ наразилиқ билдүрүш паалийитини қоллиған қирғизистандики “интизар” ансамбилиниң бәдиий рәһбири қәлбинур турдийева, өзиниң мәзкур паалийәткә қатнашқанлиқиниң сәвәби вә арзуси тоғрисида тохтилип, өзиниң бу җаза лагерлириниң тақилип, қәлблири зәрдаб чекиватқан ата-аниларниң өз пәрзәнтлирини бағриға бесишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, түрлүк сәвәбләр түпәйлидин қирғизистан вә қазақистандики уйғур яшлири өзлириниң наразилиқ паалийәтлирини йиғилиш вә намайиш шәкли билән әмәс, бәлки иҗтимаий таратқулар арқилиқ ипадиләш усули қолланған икән.

Қазақистандики аз санлиқ милләтләр мәсилиси бойичә мутәххәсис, русийә тәбиий пәнләрниң академийәсиниң әзаси алимҗан тиливалдиниң ейтишичә һазирқи вақитта оттура асия дөләтлириниң мустәқиллиқ алғиниға әмдила чарәк әсирдин ашти. У, бу дөләтләрниң хитай билән сиясий, иқтисадий мәсилиләр бойичә өз ара келишимлири, бағлинишлири бар икәнликини, шуңа уларниң хитайни алдирап тәнқид қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Иҗтимаий таратқулар арқилиқ етираз билдүрүш паалийәтлиригә қатнишиватқан яшларниң билдүрүшичә, улар өз наразилиқ паалийәтлирини тохтмайдикән вә давамлаштуридикән.

Мәлумки, қазақистан, қирғизистан, өзбекистанларда көп санда уйғурлар яшайду, қирғизистандики уйғурлар асаслиқи бишкәк шәһири вә униң әтрапи, қарақол, қарабалта, ош қатарлиқ шәһәр вә йезиларға тарқалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.